06.02.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2097996
06.02.2024

«һөрийәт гезити», «түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропиланиға йәнә бир тәләп» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропилани программиси, дунйа базириниң диққитини тартишни давамлаштурмақта. дипломатийә министири хақан фидан түркийәдин мисирниң учқучисиз айропилан сетивелишиниң күн тәртипкә кәлгәнликини ейтти. оттура шәрқ мәтбуатлири «түркийә учқучисиз айропиланиға болған хәлқараниң тәлипи ашти» сәрләвһилик хәвәрләрни елан қилди.

«стар гезити»: сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта өткүзүлгән «дунйа мудапиә көргәзмиси» йәрмәнкисигә түркийә дөләт мудапиә санаитигә тәвә 63 ширкәтниң қатнашқанлиқини вә йәрмәнкидә әң йеңи техникилиқ қуруқлуқ, деңиз вә һава мудапиә қораллириниң көргәзмә қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң түркийәниң 2024 - йилдики ешиш мөлчәрини әслидики%2.7 тин %2.9 кә өстүргәнликини вә түркийәниң 2025-йилдики ешиш мөлчәриниму %3.1 дәп йеңилиғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», «тәрәққийат йолидики һалқилиқ қәдәм» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

қатнаш вә ул әслиһә министири абдулқадир уралоғлу түркийә карханичилириниң җибутидики 21 лайиһәгә 205 милйон доллар мәбләғ салғанлиқини билдүрди. министир уралоғлу: «оттура каридорға җайлашқан түркийә, 2053 – йилғичә йәнә қатнаш ләйиһәлиригә 197 милйард долларлиқ мәбләғ селишни пиланлимақта» деди.

«йеңи шәпәқ гезити», «йаш игилик тиклигүчиләр үчүн хуш хәвәр» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

8 - нөвәтлик хәлқаралиқ йаш карханичилар қурултийи 8 - февралда истанбулда өткүзүлиду. қурултайда һөкүмәт вә хусусий тармақларниң йуқири дәриҗилик башқурғучилири, игилик тиклигүчиләр, мәбләғ салғучилар, сода вәкиллири, илим - пән вә таратқулар қатарлиқ нурғун алақидар тәрәпләр шундақла 3 миңға йеқин иштиракчи бир йәргә җәм болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر