01.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2096176
01.02.2024

түркийә авази радийоси: «стар гезити», җумһур рәислик учур-алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтунниң австирийәдә чиқидиған «Die Presse» гезитидә мақалә елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

мақалидә, бүгүнки түркийәниң өзиниң чеграсидила әмәс, бәлки район вә дунйада бәлгилигүчилик рол ойнайдиған, өзигә қарши қурулған тузақларни бузуп, мәсилиләрни вә киризисларни һәл қилишта актип ролини җари қилдуридиған бир дөләткә айланғанлиқи әскәртилди.

«һөррийәт гезити», қатнаш министири абдулқадир уралоғлуниң түнүгүн (31-йанвар), истанбулда өткүзүлгән «украинаниң қайта қурулуши мунбири» дә сөз қилип: «украинаниң земин пүтүнлүки вә бихәтәрлики биз үчүн интайин муһим. җумһур рәисимизму бу нуқтида ирадисини наһайити ениқ көрсәтти. иншааллаһ қисқа вақит ичидә украинаниң тинчлиқи вә земин пүтүнлүки әмәлгә ашқуси» дегәнликини хәвәр қилди.

 «сабаһ гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсой түнүгүн сайаһәтчилик тоғрисида қилған сөзидә, 2023-йилда түркийәгә 56.7 милйон сайаһәтчиниң кәлгәнликини вә сайаһәтчиликтин җәмий 54.3 милйард доллар кирим қилинғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», истанбул айродуруминиң йавропа айропилан сәпәрлири бихәтәрлики тәшкилатиниң доклатида, 20204-йили 15-йанвардин 21-йанварғичә оттуричә һесаб билән күнлүки әмәлгә ашурулған 1 миң 301 айропилан сәпири билән, йавропаниң әң ават айродуруми болғанлиқиниң елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر