25.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2093108
25.01.2024

«сабаһ гезити», «әрдоған билән рәиси террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида учур бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәийси билән әнқәрәдә өткүзүлгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди. әрдоған терроризмға қарши күрәш тоғрисида тохтилип, «дөләтлиримизниң вә районимизниң бихәтәрликини һуҗум нишани қилған п к к/й п г/п й д вә пҗак террорлуқ тәшкилатлириға қарши һәмкарлиқимизни йәниму күчәйтишниң муһимлиқини музакириләштуқ» деди.

«йеңи шәпәқ гезити», «әрдоған: <аләм учқучилиримиз аләм бошлиқиға сәпәр қилишни давамлаштуриду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис әрдоған аләм учқучилирини аләм бошлуқиға әвәтиш арқилиқ бу саһәдә тарихий қәдәм ташлиғанлиқини ейтти. әрдоған: «аләм бошлуқиға ракита йоллаш давамлишиду, авиаматкимизниң қурулуши давамлишиду, парахот әтритимиз тохтимастин деңизға чиқиду. чүнки биз қуруқлуқта, деңизда, һавада, һәммила йәрдә мәвҗут болимиз.  иншааллаһ мудапиә санаитимиздә күчимизни намайан қилишни давамлаштуримиз» деди.

«һөрийәт гезити», санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ качирниң әң муһим нишанлардин бириниң аләм санаитини тәрәққий қилдуруш икәнликини оттуриға қойғанлиқини һәмдә ишқа ашурулидиған лайиһәләрни тәртип бойичә тилға елип, «сүний һәмраһ ишләпчиқиришта еришкән тәҗрибилиримизни йеңи түрләргә йәткүзимиз. әнқәрәдә аләм техникиси тәрәққийат райони қуримиз. хәлқаралиқ лайиһәләргә иштирак қилимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», «гәзәравҗиниң аләм сайаһити дунйаниң һәрқайси җайлирида инкас пәйда қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

аләм бошлуқиға чиққан қазақистанниң үчинчи вә дунйа бойичә 545 - аләм учқучиси айдин аймбетов тунҗи түркийә аләм учқучиси алпәр гәзәравчиниң аләм бошлуқиға чиққанлиқи һәққидә тохтилип: «түркийәниң хәлқаралиқ адәмлик аләм сайаһитигә қатнишиши дегәнлик, түркийәниң адәмлик аләм пиланиниң кәлгүси тәрәққийатидин дерәк бериду. биз түркийә билән һәмкарлишишқа тәййармиз» деди.

«хәбәр түрк гезити», америкида пирезидент җо байдин һөкүмитиниң палата әзалириға хәт йезип, түркийәгә 20 милйард долларлиқ локхид мартин F-16 күрәшчи айропилани вә заманивилаштуруш запчаслирини сетишни тәстиқлашни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر