23.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2092060
23.01.2024

түркийә авази радийоси: «һөрийәт гезити», «алпәр гәзәравҗи җумһур рәис әрдоған билән алақиләшти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

аләм бошлуқиға чиққан тунҗи түркийәлик аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи хәлқара аләм понкити (ISS) ға йетип берип 3 – күнидә, җумһур рәис әрдоған билән бивастә алақиләшти.

хәвәрдә, әрдоғанниң, «бу вәзипә билән бирликтә пәрзәнтлиримизниң вә йашларниң аләм бошлуқиға болған қизиқиши техиму күчийиду. сиз бизниң тунҗи аләм учқучимиз болдиңиз. әмма әлвәттә ахирқиси болмайсиз. буниңдин кейин, түркийә адәм әвәтип аләм бошлуқи вәзиписини иҗра қилидиған санақлиқ дөләтләр ичидин орун алиду. иншааллаһ бу сәпиримиз техиму күчәйгән һалда давамлишиду» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», «министир гүләр: <алпәр гәзәравҗиниң аләм бошлуқи сәпири дөлитимиз үчүн тарихий әһмийәткә игә бир қәдәмдур> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә министири йашар гүләр түнүгүн (22-йанвар) елан қилған байанатида, тунҗи қетим бир түркийә пуқрасиниң йәнә келип, һава армийәсиниң көзгә көрүнгән учқучилиридин бири болған полковник алпәр гәзәравҗиниң аләм бошлуқиға чиққанлиқини тәкитләп: «бу сәпәр дөлитимизниң пән-техника саһәсидики илгирилишиниң йеңи вә тарихи әһмийәткә игә бир қәдими болиду. буниңдин кейин, бизниң аләм тәтқиқатимиз қәтийлик билән давамлишиду» деди.

«вәтән гезити», түркийә қораллиқ қисимлириниң түнүгүн елан қилған байанатида: «қәһриман түркийә қораллиқ қисимлиримиз сүрийәниң шималидики фират қалқини райониға оқ чиқарған террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 14 террорчини зәмбирәк билән уҗуқтурди» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», «қурулмилиқ ислаһат йолға қойулиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

иқтисадни маслаштуруш кеңиши түнүгүн муавин җумһур рәис җәвдәт йилмазниң рийасәтчиликидә бир йәргә җәм болди. йиғиндин кейин елан қилинған байанатта: «алдимиздики мәзгилдә, <түркийә әсри> тәсәввури даирисидә мәбләғ селиш, ишқа орунлишиш, ишләпчиқириш вә експортни мәркәз қилған йүзлиниш билән иқтисадимизниң риқабәт күчини вә үнүмини ашуридиған қурулмилиқ ислаһатлар йолға қойулиду» дейилди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики ташқи сода омумий соммисиниң 2023 – йилида алдинқи йилға селиштурғанда %31 ешип, 7 милйард 650 милйон долларға йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر