28.12.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2081566
28.12.2023

«вәтән гезити» җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн қилған сөзидә террорлуққа қарши күрәш үстидә тохталғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, «түркийәниң қәд көтүрүшигә тосқунлуқ қилишни мәқсәт қилған ләнәтлик террорлуқ һуҗумлири бизниң қутлуқ йүрүшмизни һәргиз тохтиталмайду. 36 саәт ичидә 54 террорчи уҗуқтурулди.  шеһитлиримизниң қени һәргиз йәрдә қалмайду» дегәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити» ташқи ишлар министири хақан фиданниң америкилиқ мәнсәпдиши билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, «ташқи ишлар министири хақан фидан түнүгүн америка ташқи ишлар министири билинкен билән телефонда көрүшти. министир фидан шивитсийәниң әзалиқиға мунасивәтлик хизмәт җәрйаниниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) да давам қиливатқанлиқини билдүрүп, F-16 айропиланлириниң сетип берилиши һәққидә, америка һөкүмити вә америка палатасиниң иттипақлишиш роһиға уйғун һәрикәт қилиши вә бәргән вәдилирини әмәлгә ашуриши керәкликини билдүрди» дейилди.

«һөрийәт гезити», дөләт мудапиә министири йашар гүләрниң түнүгүн ирақ вә сүрийәниң шималида елип берилған һәрикәтләрдә 59 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.  

«стар гезити», русийә муавин баш министири александир новакниң түркийәдә тәбиий газ мәркизи қуруш лайиһәсиниң йол хәритиси пат йеқинда тәстиқлинидиғанлиқини билдүрүп: «бу қурулушниң 2024 - йили ишқа ашурулишини үмид қилимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», гиретсийәниң панатинайкос командиси билән келишим һасил қилған мәшқавул фатиһ тәримниң афинада елан қилған байанатида: «билишимчә панатинайкос узун йиллардин буйан чемпийон болалмиди, мән чемпийон болуш үчүн кәлдим» дегәнликини хәвәр қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر