26.12.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2080792
26.12.2023

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң истанбул сабиһа гөкчән айродуруминиң 2-учуш йолиниң ечилиш мурасимида: «йеңи учуш йолимизни қонуш вә кона учуш йолимизни учуш үчүн ишлитимиз. пайдилиниш икки һәссә ашиду. йеңи учуш йоли билән һәр йили 85 милйондин артуқ йолучини күтүвелиш иқтидариға еришимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң алға илгирилишини террорлуқ билән тосмақчи болғанларға ениқ учур берип: «бизни террорлуқ билән қорқитидиғанларға бу агаһландурушни пайдилиқ дәп қараймән. сиз 21 йилда һәммини синап бақтиңиз, әмма бизниң қутлуқ сәпиримизни тосийалмидиңиз. <түрк әсири> қурулушиниму тосийалмайсиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», террорлуққа қарши күрәшниң қәтий ирадә билән давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә қораллиқ қисимлириниң террорлуқ унсурлирини һава вә қуруқлуқтин қамал астиға алғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, сүрийә вә ирақтики террорлуқ нишанлириға бомба йағдурулғанлиқи, елип берилған қуруқлуқ вә һава һәрикәтлиридә 56 п к к террористиниң бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийәдики 308 аммиви тәшкилатниң шеһитләр вә ғәззә үчүн мисли көрүлмигән намайишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу тарихий намайишларда, миңлиған кишиниң 2024 -йили 1-йанвар әтигәндә истанбулдики галата көврүкидә учришидиғанлиқи қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити»,түркийә ойун дунйасида алдинқи қатарда туридиған дөләткә айлинишиға әгишип, түркийә ширкәтлириниң мувәппәқийитиниң диққәт қозғаватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хан җәмәти мусабиқиси , мәркизи истанбулға җайлашқан чүш ойунлири ширкити иҗад қилған ройал мәч (Royal Match )  ойуниниң даңлиқ рәқиби канди круш (Candy Crush) ни арқида қалдуруп, кирими әң йуқири мобил ойунға айланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر