19.12.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2078169
19.12.2023

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң хәлқаралиқ җәмийәтниң исираилийәгә бивастә сигнал бериш вә йүз бериватқан қәтлиамларни ахирлаштуруш нуқтисида чоң мәсулийитиниң барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «дәрһал уруш тохтитиш вә урушниң кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн, түркийә болуш сүпитимиз билән уруш партлиған биринчи күндин башлапла дипломатийә җәһәттә зор тиришчанлиқ көрситиватимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң венгирийәни зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән венгирийә баш министири виктор орбанниң учришишида, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларни техиму чоңқурлаштуруш үчүн бесишқа тегишлик қәдәмләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», венгирийә баш министири виктор орбанниң  «кейинки әсир түркийә әсири болиду» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, виктор орбанниң әрдоған билән бирликтә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида түркийәгә қаритип, «кейинки әсир үчүн чоң лайиһәләрни оттуриға қойдуңлар, кейинки әсир түркийә әсири болиду» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрактарниң түркийә билән венгирийәниң йадро енергийәси, йәр асти тәбиий газ амбири вә суйуқландурулған тәбиий газ истансисилири қуруш саһәлиридә өзара һәмкарлишидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», түркийәниң йавропа иттипақи дөләтлири билән виза мәсилисини һәл қилиш үчүн өзара учришиш өткүзүватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, болупму оқуғучилар, академиклар, сода-санаәтчиләр вә сәнәтчиләр үчүн виза рәсмийәтлирини тезләштүрүш тоғрисида музакирәләрниң өткүзүлүватқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә қәйт қилинишичә, йеқинқи йилларда түркийә пуқралириниң йавропа иттипақи дөләтлиригә сунулған виза илтимаслирида рәт қилиниш нисбити ашқан икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر