27.11.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2069180
27.11.2023

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «һамас әрдоғанниң тиришчанлиқи билән 7 тайландни қойуп бәрди»  сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:  

һамас исраилийә билән һасил қилған әсир алмаштуруш келишими даирисидә 7 тайландлиқ тутқунни қойуп бәрди. һамас бу 7 тутқунниң  түркийә җумһурийити  җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң ғәззәниң узун муддәтлик тинчлиқиға капаләтлик қилиш үчүн көрситиватқан дипломатик тиришчанлиқлириға җавабән қойуп берилгәнликини җакарлиди.

«‹ситар› гезити», «фирансийәлик адвокаттин түркийәгә мәдһийә» сәрләвһилик хәвиридә, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидә пәләстинликләргә вәкиллик қиливатқан фирансийәлик адвокат гиллес деверсниң, түркийә мәтбуатлири тартқан фото сүрәтләрниң исраилийәниң ғәззәдә ақ фосфор бомбиси ишләткәнликини испатлашта асаслиқ рол ойниғанлиқини қәйт қилғанлиқини йазди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийә билән венгирийә оттурисидики сода миқдари күнсери ешиватиду» сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийә санаәт вә технологийә ишлири министири мәһмәт фатиһ қачир венгирийәдә икки күнлүк зийарәттә болди. министир қачир түркийә билән венгирийә оттурисидики сода соммисиниң 4 милйард долларға йеқинлишиватқанлиқини байан қилип мундақ деди: «рәһбәрлиримизниң нишани икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 6 милйард долларға йәткүзүштур. дәрвәқә, биз бу нишанға йетиш үчүн қәдәммуқәдәм  алға илгириләватимиз.»

«‹вәтән› гезити», түркийә қатнаш вә ул әслиһә министири абдулқадир уралоғлуниң түркийәниң пүткүл дунйа тәлмүрүш ичидә көзитиватқан наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға  кәлтүрүватқанлиқини тәкитләп мундақ дегәнликини хәвәр қилди:

«21 йилда 3 миң 844 йеңи көврүк йасидуқ, 405 йеңи тонел ачтуқ, буларниң һәммисини хәлқимизниң мулазимитигә сундуқ.»

«‹һөррийәт› гезити», ваксиниларниң йардимидә «ковид – 19» йуқумини арқида қалдурған дунйа төт көз билән күтүватқан рак ваксинисиға мунасивәтлик хәвәрниң түрк алим оғур шаһиндин кәлгәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, шаһин кишигә хас рак ваксинилириниң 2030-йилдин бурун тәстиқлинидиғанлиқини байан қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر