22.11.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2067331
22.11.2023

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн алҗирийәдә бәргән төвәндики байанатини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«исраилийәниң коллектип җазаландурушқа айлинип кәткән вә уруш җинайити шәкилләндүрүватқан һуҗумлирини қобул қилмаймиз. бизниң асаслиқ мәқситимиз ғәззәдә узақ мәзгиллик уруш тохтитишқа вә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң районға давамлиқ йәткүзүп берилишигә капаләтлик қилиштур.»

«‹ситар› гезити», түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң, 50 кишилик бимарлар тизимликини түзүп чиққанлиқлирини, ғәззәдин үчинчи қетимлиқ тарқақлаштуруш хизмитиниң алдимиздики күнләрдә елип берилидиғанлиқини байан қилғанлиқини йазди.

«‹һөррийәт› гезити»: «сәлчуқ муәллим дунйа бойичә  мувәппәқийәт қазанған 10 йаш оқутқучиниң бири»  сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

доктор сәлчуқ йүсүп арслан муәллим хәлқара йаш рәһбәрләр вә игилик тиклигүчиләр җәмийити тәрипидин «дунйа бойичә  мувәппәқийәт қазанған 10 йаш оқутқучиниң бири» қилип талланди. «муһит асраш вә әхлақий рәһбәрлик» саһәсидә дунйа бойичә биринчи болған арслан, бу мукапатқа еришкән тунҗи түрк оқутқучи болуп қалди.

«‹вәтән› гезити», «динлар тарихини зилзилигә салидиған байқаш» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

амасйадики «олуз харабилики» ни қезип тәкшүрүш паалийәтлири давамида, мәд падишаһлиқи дәвригә аит  тәхминән 2600 йиллиқ тарихқа игә диний мурасим өткүзүлидиған таш үстәл байқалди. археологийәлик қезип тәкшүрүш ишлири мәсули пирофессор доктор шәвкәт дөнмәз бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

 «һәм мәд падишаһлиқи һәм парис падишаһлиқи дәврлиридики отқа чоқунуш адитигә хас таш үстәл вә ибадәтханиларниң оттуриға чиқиши, кичик асийаниң диний тарихи вә археологийәсини зилзилигә салидиғандәк қилиду.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «<әдлийә> намлиқ телевизийә тийатири хәлқара еммий мукапатиға еришти» сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

бу йил 51-қетим өткүзүлгән хәлқара еммий мукапатини тарқитиш мурасими америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә өткүзүлди. мурасимда, түркийә ай йапим ширкити тәрипидин ишләнгән «әдлийә» намлиқ телевизийә тийатири «әң йахши теленовела» категорийәсидә хәлқара еммий мукапатиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر