16.11.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2065034
16.11.2023

 түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн адаләт вә тәрәққийат партийәси гуруппа йиғинида елан қилған байанатида: «исраилийә бир терорлуқ дөлитидур. көрүватқинимизирқий қирғинчилиқтур» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», «түркийә ғәззәгә сәһийә йардими қилди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

ғәззәгә сәһийә йардәмлирини елип маңған һәрбий айропилан қәйсәридин учуп мисирға қонди.  ғәззәгә сәһийә йардими елип маңған айропиланда мутәхәссис дохтурлар вә сестралардин башқа йәнә 9 сәһийә хадими бар. сәһийә әтрити мисир сәһийә министирлиқи билән елип берилған хизмәтләр даирисидә йариланған пуқраларни давалайду.

«стар гезити», шималий қибрис түрк җумһурийити рәиси әрсин татарниң: «җумһур рәис әрдоған әпәндиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики нутуқлирида, <қибрис әмдиликтә йеңи нуқтиға йетип кәлди. шималий қибрис түрк җумһурийити етирап қилиниши лазим. қибрис түрк хәлқигә қаритилған йетим қалдуруш вә ембарголар ахирлишиши лазим> дегән бу учурлири бизгә күч бәрди. бу барлиқ чақириқлар бизниң һазир давамлаштуриватқан дәвайимизни күчләндүрди» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», хәлқара йадро бирлики җәмийити баш директори сама билбав й леонниң аккуйу йадро енергийә базиси лайиһәси һәққдики байанатида: «биз аккуйу йадро енергийә базисиниң биринчи тармиқиниң келәр йили хизмәткә кириштүрүлишини мөлчәрлимәктимиз. бу наһайити йахши бир тәрәққийат болди» дегәнликини һәмдә 2030-йилдин бурун аккуйу йадро енергийә базисиниң төт тармиқиниңму хизмәткә кириштүрилиши мөлчәрлиниватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсойниң түнүгүнки байанатида: «алдинқи 9 ай ичидә бизниң сайаһәт киримимиз 42 милйард долларға йәтти, оттура мәзгиллик пиланимиз болған 55 милйард 600 милйон долларлиқ нишанға мас һалда илгирилимәктимиз» дегәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر