08.11.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2061837
08.11.2023

түркийә авази радийоси: «‹һөррийәт› гезити»: «қуртулмуш: <түркийә болуш сүпитимиз билән, һәм залимға тақабил туруш һәм мәзлумларға йардәм қолимизни сунуш үчүн тиришчанлиқ көрситиш бизниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийитимиздур> деди» сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси нуман қуртулмуш исраилийәниң пәләстиндә йүргүзүватқан қәтлиами һәққидә бәргән байанатида, мундақ деди:  

«түркийә болуш сүпитимиз билән, һәм залимға тақабил туруш һәм мәзлумларға йардәм қолимизни сунуш һәмдә урушниң дунйаниң һәрқайси җайлириға кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн тиришчанлиқ көрситиш бизниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийитимиздур.»

«‹вәтән› гезити»: түнүгүн кувәйттә дөләт ишлири зийаритидә болған түркийә сода министири өмәр болатниң, түркийә  - кувәйт сода мунасивәтлири һәққидә қилған муну сөзлирини нәқил кәлтүрди:

«бу йилниң алдинқи 10 ейида түркийәниң кувәйткә қилған експорти 575 милйон долларға, өзара сода миқдари 680 милйон долларға йәтти. икки дөләт оттурисидики сода һәҗмини өзара учришишлириз, йәрмәнкиләр, сода һәйәтлири пирограммилири арқилиқ тез сүрәттә ашуримиз.»

«‹сабаһ› гезити»: түркийә дөләтлик аләм қатниши пилани даирисидә ишқа кириштүргән ай шари тәтқиқат пирограммисиға асасән тәтқиқ қилип йасап чиқилған тунҗи аләм кемисидики барлиқ җәрйанларниң 2026-йили тамамлинип, аләм кемисиниң аләм бошлуқиға қойуп берилишиниң нишан қилиниватқанлиқини йазди.

«‹ситар› гезити»: «түркийә дунйадики алдинқи қатардики дөләтләрниң бири» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

хәлқара тәбиий газ җәмийитиниң «2023-йиллиқ дунйа суйуқландурулған тәбиий газ» доклатиға қариғанда, түркийә бу саһәдә муһим рол ойнайдиған 3 суйуқландурулған тәбиий газ  искилати вә қайта газға айландуруш муәссәсәси билән дунйадики алдинқи қатардики дөләтләр қатаридин орун алмақта икән, шундақла һәр бириниң сиғими 28 милйон куб метирлиқ газға айландуруш алаһидиликигә игә  қайта газға айландуруш муәссәсәлири билән пүткүл дунйаниң диққитини қозғимақта икән.

«‹хәвәр түрк› гезити»: түркийәниң 2023-2024-йиллиқ екиспорт пәслиниң алдинқи икки ейида орман йаңиқи екиспортидин 358 милйон доллардин артуқ кирим қилинғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә әскәртилишичә, бу мәзгилдә чәт әлгә 54 миң 251 тонна орман йаңиқи екиспорт қилинған, буниңдин 358 милйон 383 миң 228 доллар кирим қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر