01.11.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2058709
01.11.2023

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «исраилийә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта» сәрләвһилик хәвиридә, дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң ички кабинет йиғинидин кейин елан қилған муну байанатини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«ғәззәлик қериндашлиримиз 7-өктәбирдин башлап вәһшийликкә дуч кәлмәктә. америка қошма иштатлири билән йавропаниң шәртсиз қоллишиға еришиватқан исраилийә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта. биз ғәззәлик қериндашлиримизға һәдийә қилған (түркийә-пәләстин) достлуқ дохтурханиси исраилийә армийәсиниң һуҗумиға учриди. җүмлидин бу дохтурхана исраилийәниң вәһшийликиниң әң ахирқи қурбаниға айланди.»

«‹һөррийәт› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң пайтәхт әнқәрәдә KeyVac ваксиниси завутини ишқа кириштүрүш мурасимида қилған сөзидә, «а типлиқ җигәр йаллуғи» ваксинисиниң түркийәдә ишләпчиқирилидиғанлиқини әскәртип мундақ  дегәнликини йазди:

«көпинчә һалларда чәт әлләрдин кәлтүрүлидиған <а типлиқ җигәр йаллуғи> ваксиниси әмди дунйа өлчимидә дөлитимиздә ишләпчиқирилиду. шундақ қилип, түркийә бу ваксинини әң йуқири өлчәмдә ишләпчиқарған 4-дөләт болиду.»

«‹сабаһ› гезити», «28 вилайәттә қәһриманлар һәрикити елип берилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

түркийә ички ишлар министирлиқиниң рәһбәрликидә қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң алаһидә қисимлири «қәһриманлар һәрикити» даирисидә, 28 вилайәттә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин қиш айлирида ишлитиш үчүн тәййарланған ғар вә панаһлиниш орунлирини йәр билән йәксан қиливәтти.

ички ишлар министири әли йәрлиқайа бу һәқтә елан қилған байанатида: «терроризмға қарши күришимиз таки әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду» деди.

«‹ситар› гезити», түркийә мудапиә санаитиниң оргининиң мәһсулати болған «әҗдәр йалчин 4X4» намлиқ болған тактикилиқ чақлиқ машининиң «гидран» намида венгирийәдә ишләпчиқирилидиғанлиқини йазди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «айасофйа җамәсини зийарәт қилидиған чәт әллик сайаһәтчиләрдин буниңдин кейин һәқ елиниду» сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти:   

түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) ниң тәвсийәсигә асасән, зийарәтчиләрни башқуруш пиланиниң 2024-йили 15-йанвардин башлап йолға қойулидиғанлиқини әскәртти, шундақла шу күндин башлап айасофйа җамәсини зийарәт қилидиған чәт әллик сайаһәтчиләрдин һәқ елинидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر