30.10.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2057595
30.10.2023

«‹һөррийәт› гезити», «түркийә җумһурийити 100 йашқа кирди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йили дөлитимизниң һәрқайси җайлирида тәнтәнилик һалда тәбрикләнди. дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған ататүрк хатирә сарийиниң мәхсус дәптиригә мундақ дәп йазди: «һөрмәтлик ататүрк, биз 21 йил һакимийәт йүргүзгән мәзгилдә ишәнчиңизни қоғдашқа тириштуқ. җумһурийитимизниң 2-әсирни <түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври> нишанимиз даирисидә гүллинишниң әң йүксәк сәвийәсигә йткүзимиз. җумһурийитимиз һазир илгирики һәрқандақ вақиттикидинму бихәтәр.»

«‹ситар› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, 1923 – йили 29-өктәбир күни елан қилинған түркийә җумһурийитиниң түнүгүн биринчи әсирни тамамлап, «түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври» дәп атилидиған иккинчи әсиргә қарап йолға чиққанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һечқандақ бир җаһангир күч түркийә җумһурийитиниң бәхтийар болуши, мувәппәқийәт қазиниши вә ғәлибә қилишиға һәргизму тосалғу болалмайду.»

«‹хәвәр түрк› гезити», муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

 түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йилини тәбрикләш паалийәтлири даирисидә, « TCG анадолу» намлиқ парахот билән бирликтә 100 уруш парахоти «истанбул боғузи» дин өтти.

 парахотларниң «истанбул боғузи» дин өтүши җәрйанида, «соло түрк» вә «түрк чолпанлири» әтрәтлиригә аит 20 уруш айропиланиму «истанбул боғузи» үстидә түрлүк маһарәтләрни көрсәтти. айропиланларниң көрсәткән маһарәтлири кәң хәлқ аммисини  чәксиз шадлиққа чөмдүрди.

«‹вәтән› гезити», түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси нуман қуртулмушниң түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йилини тәбрикләш  мунасивити билән қилған муну сөзлирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «җаһангирләр қандақ ойун ойнисун, хәлқимизниң рәһбәрликидә йеңи бир дунйа бәрпа қилиниду вә пүткүл дунйа қанун бойичә идарә қилинидиған йеңи тәртип орнитилиду.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси нуман қуртулмушниң, пәләстинликләрниңму түркийә җумһурийитини қуруш йолида наһайити зор пидакарлиқларни көрсәткәнликини тәкитләп мундақ  дегәнликини йазди:

«пүткүл дунйаниң көзлири алдида исраилийә тәрипидин вәһшийләрчә қәтл қилиниватқан ғәззәликләр вә пәләстин хәлқи, өтмүштә җумһурийитиминиң қурулуш басқучлиридики барлиқ урушларда әҗдадлиримиз билән бир сәптә җәң қилғандур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر