25.10.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2055491
25.10.2023

түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң «24 –өктәбир бирләшкән дөләтләр тәшкилати күни» вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулғанлиқиниң 78 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ  дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти: «толиму әпсуски, хәлқара җәмийәт исраилийә һөкүмитиниң пуқраларға қаритилған қанунсиз һуҗумлири алдида синақтин өтәлмәйватиду.»

«‹һөррийәт› гезити», «әрдоған: <ғәрбниң сүкүткә чөмүп кетиши ғәззәдә киризисни техиму кәскинләштүрүвәтмәктә> деди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти владимир путин билән өткүзгән телефон сөһбитидә, пәләстин земинлириға қаритилған вәһшийликниң тәдриҗий чоңқурлишиватқанлиқини вә пуқраларниң өлүминиң һәр бир минутта көпийиватқанлиқини тәкитлиди. шундақла ғәрб дөләтлириниң сүкүт қилиши нәтиҗисидә ғәззәдики инсаний тирагедийәниң алдини алғили болмайдиған дәриҗигә берип йәткәнликини қәйт қилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», түркийә – әзәрбәйҗан армийәлириниң әзәрбәйҗанда түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири даирисидә  өткүзгән «2023 – йиллиқ мустапа камал ататүрк» намлиқ бирләшмә маневирниң «талланған көзәткүчиләр күни» қисмида, түркийәниң «F-16» типлиқ уруш айропиланлири билән ««BayraktarTB2»  намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратилириниң символлуқ дүшмән нишанлириға әҗәллик зәрбә бәргәнликини йазди.

«‹сабаһ› гезити», түркийә сода министири өмәр болатниң, експорт һәққидә бәргән муну байанатини нәқил кәлтүрди: «200 дин артуқ дөләткә 11 миң 500 хил мәһсулат експорт қиливатимиз. йеқинқи 20 йил мабәйнидә експортимиз 7 һәссә ашти. бу нуқтидин ейтқанда, експортимизниң 45 пирсәнтини тәрәққий тапқан, бай дөләтләргә қиливатимиз.»

«‹стар› гезити», «түркийәниң мәдәнийәт мираслири «<қизил тизимлик> астида қоғдилиду» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

хәлқара музейлар кеңишиниң тарихий вә мәдәнийәт йадикарлиқлирини қоғдаш вә әткәсчиликиниң алдини елишни мәқсәт қилидиған «қизил тизимлики» гә түркийәниң мәдәнийәт мираслириниму киргүзүш үчүн, анталйада келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر