17.10.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2051890
17.10.2023

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (16-өктәбир) иран пирезиденти ибраһим рәиси, әнглийә баш вәзири риши сунак вә гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң иран пирезиденти рәиси билән көрүшкәндә, оттура шәрқтә җиддийчиликни техиму күчәйтиветидиған қәдәмләрдин йирақ турушни тәкитлигәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң әнглийә баш вәзири риши сунакқа, йиллардин буйан пәләстингә берилгән вәдиләрниң хатирилиниши вә орунлинишиниң муһим икәнликини ейтқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә йәнә, рәҗәп таййип әрдоғанниң гиретсийә баш министири мичотакис билән көрүшкәндә, кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишни тохтитиш үчүн тиришчанлиқ көрситип, бу тоғрида дунйаға сигнал бериш керәкликини, наразилиқларни күчәйтидиған әмәс, бәлки азайтидиған қәдмләрни балдуррақ ташлашниң тоғра икәнликини әскәрткәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң исираилийә-һамас тоқунуши башлинип узун өтмәйла қанат йайдурған дипломатик паалийәтлирини давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир хақан фиданниң бу қетим һамас рәһбири исмаил һаниййә билән телефонда көрүшүп, пуқраларни қойуп бериш мәсилисини музакирә қилғанлиқи қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», адаләт вә тәрәққийат партйәсиниң байанатчиси өмәр чәликниң исираилийә-ғәззә вәқәлиригә тутқан позитсийәсини қаттиқ тәнқид қилғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң башлиқи нуман қуртулмушниң 1967-йили бәлгиләнгән чегралар бойичә мустәқил, бирләшкән, игилик һоқуқлуқ вә пайтәхти қуддус болған пәләстин дөлитиниң қурулуши үчүн тиришчанлиқ көрситилиши керәкликини тәкитләп, «пәқәтла қәғәз үстидә болған, мәһәллә-мәһәллә бөлүнүп кәткән пәләстин әмәс, бәлки земин пүтүнлүки капаләткә игә болған пәләстинниң қурулуши һәм ислам дунйасиниң асаслиқ вәзипилиридин һәмдә оттура шәрқ тинчлиқиниң әң асаслиқ шәртлиридин бири» дегәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити»,  қатнаш вә ул-әслиһә министири абдулқадир уралоғлуниң түнүгүн елан қилған байанатида, «6A -түрксат» сүний һәмраһиниң барлиқ синақлириниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини әскәртип, 2024-йили ийун ейида аләмгә қойуп берилидиғанлиқини  билдүргәнликини хәвәр қилди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر