28.09.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2043405
28.09.2023

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң әзәрбәйҗаниң «хатириләш күни» дә барлиқ шеһитларни әслигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «қарабағ вә ишғал астидики әзәрбәйҗан земинлириниң тилларда дастан болған азадлиқ күришиниң башлиниши һесаблинидиған хатириләш күнидә, барлиқ шеһитлиримизни рәһмәт, ғазилиримизни һөрмәт билән әсләймән, қарабағ әзәрбәйҗандур» дегәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», түркийә нефит ширкитиниң баш мудири мәлиһхан билгинниң сакарйа тәбиий газ мәшғулат райони иқтидариниң барғансери йуқири көтүрүлидиғанлиқини билдүрүп: «түркийә бүгүндин башлап сакарйа тәбиий газ мәшғулат районидин күнигә тәхминән 4 милйон кубметир газ ишләпчиқириватиду. бу түркийәниң 88 йиллиқ газ ишләпчиқириш тарихида әң йеңи сәвийә һесаблиниду» дегәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», украиналиқ нахшчи вә текист йазғучиси, шундақла 2004-йиллиқ йавропа нахша ейтиш мусабиқисиниң чемпийони руслананиң, дөлити вә хәлқиниң түркийәниң йардимидин миннәтдар икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити»,җәнубий корейәлик җаз сәнәтчиси ге хйелиниң аилигә әһмийәт бериш, йемәк-ичмәк мәдәнийити вә әдәп-қаидәлик болуш җәһәттә түркләр билән җәнубий корейәликләрниң бир-биригә охшайдиғанлиқини, шуңа түркийәни немә үчүн «қериндаш дөләт» дәп атилидиғанлиқини чоңқур һес қилғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт  гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи анталйаниң бу йил (2023) ниң дәсләпки сәккиз ейида өткән йил (2022) ниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %19.45 лик ешиш билән җәмий 10 милйон 835 миң 204 сайаһәтчини күтүвалғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر