07.06.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1996277
07.06.2023

 түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити»: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йеңи ички кабинетниң тунҗи қетимлиқ йиғинидин кейин бәргән байанатида, пул пахаллиқи вә таварларниң баһасиниң һәддидин зийадә өрләп кетиш мәсилисини пуқраларниң күнтәртипидин чиқириветиш ирадилириниң қәтийликини тәкитлигәнликини йазди.

«‹һөррийәт› гезити»: «әлҗәзирә телевизийә  қанилиниң кишини һәйран қалдуридиған әрдоған анализи» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

5-айниң 28-күнидики сайламда ғәлбә қилған җумһур рәис әрдоған пүткүл дунйа мәтбуатлириниң әң муһим күнтәртип маддилиридин бири болушни давамлаштурмақта. мана мушундақ бир пәйттә, әлҗәзирә  телевизийә қанили җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәққидә кишини һәйран қалдуридиған бир анализ елан қилди.

әлҗәзирә  телевизийә қанилиниң анализида мундақ дейилди: «әрдоғанниң қайта сайлиниши түркийә-парс қолтуқи әллири мунасивәтлири җәһәттин немидин дерәк бериду? бу соалниң җаваби мундақ: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң район рәһбәрлири билән болған шәхсий мунасивити, шундақла иқтисадий вә дөләт мудапиә келишимлири дипломатик мунасивәтләрни күчәйтиду.»

«‹йеңи шәпәқ › гезити»: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтунниң «дунйа бойичә әң көп тәтүр тәшвиқат мәсилисигә дуч келиватқан дөләтләрдин бири бири болуш сүпитимиз билән, тәтүр тәшвиқатқа қарши күришимиз мурәссәсиз давамлишиду» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

«‹сабаһ› гезити»: түркийәдики деһқанчилиқ тармақлириниң май ейидики експортиниң 14 милйард 58 милйон долларға йәткәнликини, шуниң билән, тарихтики әң йуқири екиспортниң қолға кәлтүрүлгәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«‹хәвәр түрк› гезити»: «түркийә лираси билән болған ташқи сода миқдари 287 милйард лирадин ашти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

бу йил 1-айдин 5-айғичә, түркийә  лираси билән болған ташқи сода миқдари алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 138.8 ешип, 287 милйард 59 милйон лираға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر