16.05.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1987002
16.05.2023

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», алий сайлам кеңишиниң башлиқи әһмәт йәнәрниң 14-май өткүзүлгән җумһур рәислик сайлимида намзатларниң йетәрлик авазға еришәлмигәнликини, шуңа илгири елан қилинған сайлам җәдвилигә асасән 28-май (2023) җумһур рәислик сайлимини қайта өткүзүшниң қарар қилинғанлиқини җакарлиғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», америка һөкүмитиниң түркийә 28-нөвәтлик парламент әзалири вә җумһур рәислик сайламлириниң тинчлиқ шәкилдә өткүзүлгәнликини тәбриклигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, пирезидент җо байдин һөкүмитиниң сайламда ким ғәлибә қилишидин қәтийнәзәр бирликтә хизмәт қилишни төт көз билән күтүватқанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», русийә кремил сарийи байанатчиси песковниң русийә билән түркийә оттурисида нурғун саһәләрдә келишим түзүлгән һәмкарлиқлар сәвәбидин, түркийәдики сайламларни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, песковниң, «түркийә хәлқиниң таллишиға һөрмәт қилимиз, әмма һәр әһвалда һәмкарлиқлиримизниң давамлишишини, чоңқурлишишини вә техиму кеңийишини үмид қилимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондерлейенниң түркийәдә өткүзүлгән сайламлар тоғрисида тохталғанда, «сайламға йуқири қатнишиш нисбитиниң йуқири болғанлиқини йахши хәвәр дәп ойлаймән» дегәнликини, йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлиз мишелниң болса, «сайлам нәтиҗисини йеқиндин көзитиватимиз » дегәнликини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر