14.03.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1959434
14.03.2023

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», ички ишлар министирлиқиниң 81 вилайәтниң валий мәһкимилиригә «сайлам тәдбирлири һөҗҗити» ни әвәткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, омумий сайламниң 2023-йили 14-май (йәкшәнбә) өткүзүлидиғанлиқини, җумһур рәислик сайлими иккинчи айланмиға қалған әһвал астида 28-май (2023) йәкшәнбә күни өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, сайламларниң хатирҗәмлик вә бихәтәр муһит ичидә өткүзүлүши үчүн йолға қойулидиған тәдбирләрни көздин кәчүрүшниң муһим әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнди.

«стар гезити», б д т инсанпәрвәрлик йардәм кординатсийә ишханисиниң җәнвәдики вәкили вә коринатсийә бөлүминиң башлиқи рамеш ражасиңхамниң, түркийәниң инсаний мәсилиләрдә алдинқи қатарда туридиған вә қийинчилиқта қалғанларға йардәм қилишта ойниған ролини алаһидә тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ражасиңхамниң:  «әмди йәр тәврәш апәтлиригә учриған түркийәгә мәртләрчә йардәм қилишимиз керәк» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», түркийәниң токлуқ аптомобили тогниң мушу һәптә ичидә базарға селинидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, тог аптомобилиниң дунйада мувәппәқийәтлик ишләпчиқирилған токлуқ аптомобил маркилиридин бири болупла қалмай, әйни вақитта йәнә, нурғун технологийәлик иҗадийәтләрниң барлиққа келишигә вәсилә болидиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, тогниң дәсләптә базарға селинидиған биринчи моделиниң с (C) синипи «SUV » болидиғанлиқи, мушу йил (2023) ахириғичә тәхминән 20 миң аптомобилниң ишләпчиқирилидиғанлиқи билдүрүлди.

«сабаһ гезити», сайаһәт саһәси вәкиллириниң бу йил (2023) өктәбир ейиниң ахириғичә даламан айродурумиға 2 милйон сайаһәтчиниң келидиғанлиқини ейтиватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, әң көп сайаһәтчиниң әнглийәдин келидиғанлиқиниң пәрәз қилиниватқанлиқи, тунҗи айропилан сәпириниң 17-мартта әмәлгә ашурулидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر