06.02.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1942298
06.02.2023

 түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «әрдоған консулханлирини вақитлиқ тақиған тоққуз дөләткә қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, айдинда йашлар билән учрашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, истанбулдики консулханилирини вақитлиқ тақаш қарари чиқарған тоққуз дөләткә қаттиқ наразилиқ билдүрди. шундақла, мәзкур дөләтләрниң баш әлчилириниң ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилғанлиқи вә бу дөләтләргә ултиматом тапшурулғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«баш әлчиләргә <бундақ қилишни давамлаштурсаңлар, еғир бәдәл төләйсиләр> дедуқ. дүшәнбә күни ички кабент йиғинимиз бар. бу йиғиндиму тегишлик қарарларни чиқиримиз.»

«‹һөрийәт› гезити», түркийә санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанкниң, қәйсәридики йавропаниң тунҗи вә бирдинбир силиндирлиқ литий ийонлуқ батарейә ишләпчиқириш муәссәсәсидә хизмәтләрни көздин кәчүргәндә қилған муну сөзлирини нәқәл кәлтүрди:

«биз түркийәни һәм батарейә санаити һәм сақлаш технологийәси җәһәттин муһим ролчактийорға айландурушни нишан қиливатимиз.»

«‹стар› гезити»,  «түркийәниң < STM500> намлиқ су асти парахоти чәт әлниң зор қизиқишини қозғимақта»  сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә, дунйадики өзиниң су асти парахотини өзи лайиһәләп ишләпчиқаралайдиған 5-6 дөләт қатаридин орун елишқа тәййарланмақта.

түркийәниң синақ тәриқисидә ишләпчиқирилишқа башланған «STM500» намлиқ су асти парахоти бу йил ишқа кириштүрүлиду. түркийәниң бу су асти парахотлири чәт әлниң зор қизиқишини қозғимақта.

«‹сабаһ› гезити», түркийәниң йеза игилик  саһәсидә йанвар ейидики екиспортиниң икки милйард 875 милйон долларға йәткәнликини, шуниң билән, түркийә тарихикидики әң зор мувәппәқийәтниң қолға кәлтүрүлгәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«‹хәвәр түрк› гезити», «кападокйаға йанвар ейида кәлгән сайаһәтчиләр сани рекорт сәвийәгә йәтти» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

бу йил йанвар ейида, тарихи, мәдәнийәт байлиқлири вә тәбиий гүзәлликлири билән йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң әң җәлпкарлиқ сайаһәт мәркәрлиридин бири болған кападокйани 174 миң 222 киши зийарәт қилди. шуниң билән, 2023-йили йанвар ейида алдинқи йиллардикигә селиштурғанда йеңи рекорт йаритилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر