31.01.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1939995
31.01.2023

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песковниң, «путин билән рәҗәп таййип әрдоғанниң мунасивити алаһидә. уларниң арисидики мунасивәт өзара ишинишкә, өзара һөрмәт қилишқа вә мәсулийитигә әмәл қилишқа тайанған» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуши үстидә тохтилип: «мениңчә, мәсилиси җиқ бир дөләт билән мәсилиси аз дөләтни айриш керәк дәп қараймән. биз түркийә болуш сүпитимиз билән, нато мушундақ қарар чиқарса, буни айрим-айрим ойлишимиз. җумһур рәисимизму финландийәни шиветсийәгә нисбәтән айрим ойлишимиз, дәватиду » дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийәниң мудапиә саһәсидики ембарголарға, йәрлик системилар билән җаваб қайтурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, канададин импорт қилинидиған вә кейинчә ембарго қойулған йәрлик тик учар байқаш вә йөткәш системисиниң йасалғанлиқи билдүрүлди.

«сабаһ гезити», фатиһ бурғилаш парахотиниң сакарйа газ мәшғулат районидики «2-амасра» қудуқида бурғилашни башлиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر