27.01.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1938653
27.01.2023

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң, бир қисим ғәрб таратқулириниң системилиқ һалда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң образини хунукләштүрүш урунушлириға наразилиқ билдүрүп: «бир қисим ғәрб таратқулири очуқ – ашкара һалда җумһур рәисимизниң ташқи сийасәттики мустәқил вә пиринсипал линийәсидин биарам икәнликини оттуриға қоймақта. уларниң қиливатқанлири мәтбуат – тарқитиш паалийити әмәс, бәлки иптидаий шәкилдики тәтур тәшвиқаттур» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«һүррийәт» гезити: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң шиветсийәдики қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчилики тоғрисида тохтилип: «шиветсийә һөкүмити бу қәбиһ қилмишқа йол қойуш арқилиқ җинайәтниң шерикигә айланди. бу пәскәшларчә қилмиш әмәлийәттә бир өчмәнлик җинайити, ирқчилиқ қилмишидур. һечким бизгә буни пикир әркинлики дәп чүшәндүрүшкә урунмисун» дегәнликини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: даешқа қарши туруш баһаниси билән сурийәгә орунлишип, п к к ниң йолини дағдамлаштурған америка қошма иштатлириниң даеш террорчилириниму  қоғдиғанлиқиниң рәсмий испатланғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу байанат берип, түркийә сүрийәниң шималини (террорчилардин) халийлаштуруватқанда, американиң — майк помпийо мәркизи истихбарат идариси — CIA директори болған мәзгилдә — даеш әзалирини оғрилиқчә афғанистанға йөткигәнликини оттуриға қойған.

«стар» гезити: пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббасниң, исраилийәниң һуҗумида тоққуз пәләстинлик һайатидин айрилғандин кейин, үч күнлүк матәм елан қилғанлиқини йазди.

хәвәрдә йәнә, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә байанат елан қилип: «ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики җиддийчилик вә адәм өлүш әһваллириниң қаттиқ әндишә қилмақтимиз, биз пуқраларниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған бу һуҗумларни қаттиқ әйибләймиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири нурәддин нәбатиниң байанат берип, түркийәниң 2022- йилиниң алдинқи үч пәслидә %6.2 лик ешип, күчлүк вә тәңпуң иқтисадий ешиш һалитини сақлап, 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләр ичидики тәрәққийати әң тез иқтисадий гәвдиләрниң биригә айланғанлиқини оттуриға қойғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, министир нәбати: «бу тәрәққийатларниң қолға кәлтүрүлүшидә бизниң мустәһкәм иқтисадий асасимиз, йолға қойулған үнүмлүк сийасәтлиримиз вә ройапқа чиқарған түркийә иқтисад әндизиси үнүмлүк рол ойниди» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر