02.09.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1875016
02.09.2022

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң қарарлириға қаттиқ инкас билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси адил әмәс, қарарлири сийасийлиққа игә. нөвәт түркийәгә кәлгәндә сийасий қарар чиқириду, әмма фирансийә, германийә тоғрисида болса дәл әксичә қарар чиқириду» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң дунйа қийин мәзгилни баштин кәчүрүватқан бир мәзгилдә, бүйүк вә күчлүк түркийәни қуруп чиқишқа тәййар икәнликлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «маариптин сәһийәгичә, санаәттин йеза игиликигичә болған һәр саһәдә еһтийаҗлиқ болған һәммә вастиләргә игимиз. дунйаниң һәр қайси җайлирида орнитилған өзара мунасивәтлиримиз вә һәрбий күчимиз билән мәвҗутлуқимизни қобул қилдуруватимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәислик учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтунниң, түркийә йавропа иттипақиға әза болғанда еришидиған мәнпәәтлири болғинидәк, йавропа иттипақиниңму түркийәниң әзалиқидин еришидиған мәнпәәтлириниң барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фаһрәттин алтунниң, «дунйаниң йүзлиниши, түркийә билән йавропа иттипақини бир-биригә йеқинлаштуриду. бу вәзийәттә музакирә сүритиниң қайтидин тезлишиши, һәйран қаларлиқ әмәс» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», ийул ейида (2022) түркийәдә қуйаш енергийәсидин пайдилинип ишләпчиқирилған електр миқдариниң 2 милйард 7 милйон киловат саәткә, шамал енергийәсидин ишләпчиқирилған електр миқдариниң 4 милйард 237 милйон киловат саәткә йәткәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», руменийәниң түркийәдә йасалған вә уруш мәйданлирида тилларда дастан болған «байрактар» учқусидин 18 данә сетивелишни ойлишиватқанлиқини хәвәр қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر