27.06.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1848614
27.06.2022

«‹вәтән› гезити», «муавин җумһур рәис фуат октай: <түркийәниң алҗирийәгә салған мәблиғи 5 милйард долларға йәтти> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муавин җумһур рәис фуат октайниң 19 – нөвәтлик ақдеңиз тәнһәрикәт мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқанлиқини вә алҗирийәдә турушлуқ түркийәлик ишчилар билән көрүшүп, «түркийәниң алҗирийәгә салған мәблиғи 5 милйард долларға йәтти» дегәнликини хәвәр қилди.

«‹һөрийәт› гезити», «мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир, <йәрлик су асти парахот ишләпчиқириш тәвәккүлчиликимиздә тарихий әһмийәткә игә бир қәдәм> ни җакарлиди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир, «йәрлик су асти парахот ишләпчиқириш тәвәккулчиликимиздә тарихий әһмийәткә игә бир қәдәм. түрк инженерлири тәрипдин пүтүнләй йәрлик имканийәтләргә тайинип лайиһәләнгән <STM500> намлиқ су асти парахотиниң ишләпчиқириш паалийәтлирини чидамчанлиқ синақ ишләпчиқириши билән башлаймиз» деди.

«‹стар› гезити», «түркийәдин һалқилиқ һәрикәт» сәрләвһилик хәвиридә, авийатсийә үчүн интайин муһим әһмийәткә игә йәнә бир техниканиң йәрликләштүрүлгәнликини, йәрлик айропиланларниң қушларға соқулуш синиқиниң түркийәдә елип берилидиғанлиқини, шуниң билән йәрлик техника сайисида, көрәшчи айропилан, һурҗет, гөкбәй қатарлиқ ләйиһәләрни синақ қилиш үчүн чәт әлгә беришниң һаҗити қалмайдиғанлиқини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түркийә аптомобил тәшәббуси гуруһи <TOGG> йеңи диҗитал мәһсулатни хизмәткә суниду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә аптомобил тәшәббуси гуруһи <TOGG> ниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси гурҗан қарақаш, аптомобилдин илгири башқа йеңи бир техника мәһсулатини базарға салидиғанлиқиға даир хәвәрләргә изаһат берип,  «түркийә аптомобил тәшәббуси гуруһи <TOGG> ни асаслиқ паалийәт саһәси һәрикәтчан техника ширкити қилип бекиткәнликини билдүрди вә бу һәқтә учур бериш үчүн һазирчә балдурлуқ қилиду. әмма <с> сәвийәлик җип аптомобилимизни базаға селиштин илгири көчмә мулазимәт қилидиған дегитал мәһсулат чиқириш үчүн хизмәт қиливатқанлиқимиз һәққидә йип учи берәләймән» деди.

«‹хәбәр түрк› гезити», «түрәҗи билән шаһин инсанийәткә әң мунәввәр хизмәт көрстиш мукапатиға лайиқ көрүлди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

вәһби коч фонди җәмийитиниң инсанийәткә алий хизмәт мукапатиға тунҗи еришкүчиләр муәййәнләшти. ковид-19 йуқумиға қарши ишләпчиқарған «BioNTech» ваксинаси билән милйонлиған кишиниң һайатини қутулдурған пирофессор доктор өзләм түрәҗи вә пирофессор доктор уғур шаһин мәзкур мукапатқа лайиқ көрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر