22.06.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1846881
22.06.2022

 түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «әрдоған җонсон вә каҗа каллас билән телефонлашти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түнүгүн әнглийә баш вәзири борис җонсон вә естонийә баш министири каҗа каллас билән телефонда көрүшти.

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоғанниң  әнглийә баш вәзири борис җонсон вә естонийә баш министири каҗа каллас билән елип барған телефон сөһбәтлиридә, районлуқ мәсилиләрдин сирт йәнә, украинадики ашлиқ киризиси һәққидә музакирә елип берилған.

«‹стар› гезити», «киризис түркийәдә һәл болиду» сәрләвһилик хәвиридә, йәр шариви ашлиқ киризисиниң һәл қилиниши мәқситидә истанбулда төт тәрәплик ашлиқ йиғининиң чақилиридиғанлиқини, җумһур рәислик мәһкимиси мәнбәлириниң билдүрүшичә, йиғинға, украина вә русийә һәйәтлири билән  бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерешниңму иштирак қилидиғанлиқини, ашлиқ мәсилисиниң һәл қилиниши үчүн, бу һәптә түркийә дөләт мудапиә министирлиқидин бир һәйәтниңму русийәдә зийарәттә болиғанлиқини йазди.

«‹хәвәр түрк› гезити»,«түрк алимларниң қирим конго қанаш қизитмисини давалаш тәтқиқати» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түрк алимлар, қирим-конго қанаш қизитмисиға балдур дийагноз қойуш вә давалаш үчүн муһим тәтқиқат елип бармақта. йуқумлуқ кесәлликләр мутәхәссиси профессор доктор  өндәр әргөнүл билән KUISCID (коч унверситити йуқумлуқ кесәлликләр мәркизи) тәтқиқатчилири,  қирим-конго қанаш қизитмисиға балдур дийагноз қойуш үчүн йәрлик PCR синиқини тәрәққий қилдуруш арқилиқ, түркийәдә кәң көләмдә ишлитишни нишан қилмақта.

«‹вәтән› гезити», «истанбулға кәлгән сайаһәтчиләрниң сани зор дәриҗидә ашти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

истанбул валийси әли йәрликайа, май ейида истанбулға кәлгән сайаһәтчиләр саниниң алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 264.6 ешип, 1 милйон 402 миң 366 гә йәткәнликини билдүрди.

игилинишичә, шәһәргә әң көп зийарәтчи, германийә, иран, русийә федератсийәси, америка қошма иштатлири вә әнгилийәдин кәлгән.

«‹һөрийәт› гезити», «түркийә һава йоллири ширкити әң йуқири дәриҗилик гуваһнамигә еришти» сәрләвһилик хәвиридә,  түркийә һава йоллири ширкитиниң, IATA (хәлқара авийатсийә тирансипорт бирләшмиси) ниң IEnvA (муһит баһалаш) пирограммисида «әң йуқири дәриҗилик гуваһнамә» гә еришкәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر