18.05.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1828784
18.05.2022

 түркийә авази радийоси: «‹һөрийәт› гезити», «җумһур рәис әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидә тәзийә зийаритидә болди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң сабиқ әмири шәйх хәлифә бин зайид әннәһйанниң вапати мунасивити билән тәзийә зийаритидә болуш үчүн әбузәбигә йетип барди. әрдоған, тәзийә зийарити даирисидә, әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт башлиқи вә әбу зәби әмири шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән  бир йәргә җәм болди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «‹Bayraktar TB2› украинада истиратегийә ойунини өзгәртти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

русийә тәхминән 3 ай илгири қозғиған урушта, түркийәниң учқучисиз һава аппарати «Bayraktar TB2», украина армийәсиниң мудапиә линийәсидә алдинқи пиланға чиқишни давамлаштурмақта. әнгилийә мәтбуатлири, уруш башланғандин буйан украинани қоғдашта 800 қетимдин артуқ һуҗумни ишқа ашурған «Bayraktar TB2» сәвәбидин, русийә армийәсиниң шикайәтчи икәнликини хәвәр қилди.

«‹вәтән› гезити», «шиветсийә билән финландийә түркийәниң позитсийәси һәққидә байанат елан  қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

финландийә пирезиденти саули нинисто, дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқи вә түркийәниң буниңға қарита позитсийәси тоғрисида «сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилалайдиғанлиқимизға ишинимиз» деди. шиветсийә баш министири магдалена андерсон болса, «түркийә билән һәрқандақ шәкилдики мәсилини сөһбәт өткүзүш арқилиқ һәл қилишқа тәййармиз» деди.

«‹сабаһ› гезити»,  «чоң вә кичик һайванлар санида түркийә йавропа иттипақи дөләтлириниң алдиға өтүп кәтти» сәрләвһилик хәвиридә, йавропа истатистика идариси (Eurostat) ниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, йавропа иттипақи дөләтлиригә селиштурғанда, чоң вә кичик һайванлар санида түркийәниң алдинқи орунда туридиғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«‹стар› гезити», «руслар тунҗи қетим алдинқи орунда» сәрләвһилик хәвиридә, 4-айда русийәликләрниң түркийәдә сетивалған өй – мүлүк саниниң алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 186.6 ешип, 1152 кә йәткәнликини, русийә пуқралириниң тунҗи қетим өй - мүлүк сетивалған чәт әлликләр тизимликидә биринчи орунда турғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر