21.04.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1815809
21.04.2022

«‹вәтән› гезити», «әрдоған: <бизниң қуддус давайимиз башқичә> деди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «исраилийә әскәрлириниң қуддуста мәсҗиди ақсаға қилған һуҗумлири йүрикимизни йәнә бир қетим пучулиди. биз көрүшкән исраилийәлик һәр бир әмәлдарға қуддусниң қанунлуқ салаһийити вә муқәддәсликигә даир сәзгүрлүкимизни даим  тәкитләп кәлдуқ. хәлқара җамаәтчиликни барлиқ мунбәрләрдә пәләстинликләргә қилиниватқан наһәқчиликләргә қарита сәзгүр болушқа чақирип кәлдуқ» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«‹стар› гезити», «әрдоған: <терорлуқ тәшкилатиниң бешини һаман йәнчиймиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис әрдоғанниң «пәнчә қулуп һәрикити» үстидә тохтилип, «терорлуқ тәшкилатлирини дөлитимиз ичидә һәрикәт қилалмайдиған һалға кәлтүрдуқ. сүрийәниң бир қисмида тирнақлишип михлинишқа вә бу қараңғу пиланлири үчүн район хәлқини қурбан қилишқа тәййарлиқ қиливатқан терорлуқ тәшкилатиниң бешини һаман бир күни йәнчип ташлайдиғанлиқимиздин һеч киши гуманланмисун» дегәнликини йазди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «украинаниң музакирә вәкили подолйак: <түркийә мурәссәчи болуш сүпити билән муһим бир актийор> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

украинаниң музакирә вәкили михайил подолйак түркийәниң мурәссәчи болуш сүпити билән муһим бир актийор икәнликини тәкитләп: «түркийә һәқиқәтән муһим бир мәсулийәтни үстигә алди, биз түркийәниң мурәссәчи болушни давамлаштуришини халаймиз» деди.

«‹сабаһ› гезити», «росийә-украина урушидики йозгат тәпсилати» сәрләвһилик хәвиридә, росийә-украина уруши бойичә давамлиқ һәрбий вә қоғдиғүчи җилиткә кейип екранларға чиқиватқан украина пирезиденти виладимир зеленскийниң уруш башланған дәсләпки чағда өзи вә әтрити үчүн йозғаттин 20 данә һәрбий вә қоғдиғүчи җилиткә тәләп қилғанлиқини йазди.

«‹һөрийәт› гезити», «<истанбул айродоруми йәршари авиатсийә санаити саһәсигә саһибханлиқ қилиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

истанбул айродороми дунйа авиатсийә санаити саһәсиниң әң  нопузлуқ паалийәтлиридин бири болған Routes World ниң 2023-йиллиқ рәсмий саһибханиға айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر