03.02.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1772920
03.02.2022

«‹вәтән› гезити», «чавушоғлу: <мурәссәчиликкә техиму бәк әһмийәт беришимиз керәк> деди» сәрләвһилик хәвиридә, ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң русийә билән украина оттурисидики җиддийлик мәсилисигә қарита, украина вә униң әтрапидики әң йеңи вәзийәткә нәзәр салғанда, <тоңлитилған тоқунуш> дегән терминниң хәта болидиғанлиқини билдүрүп, «булар һәл қилиш чарилири тоңлитилған тоқунушлардур вә ортаақ келишим һасил қилинған бир һәл қилиш чариси болмиса, һәрқандақ чағда зораванлиққа айлинип кетәлиши мумкин» дегәнликини  шуңлашқа мурәссәчиликкә техиму бәк әһмийәт бериш керәкликини тәкитлигәнликини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «әрменийәдин тунҗи айропилан истанбулға қонди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә билән әрменийә оттурисидики нормаллаштуруш мусаписи даирисидә, түнүгүн истанбул билән йереван оттурисида учуш башланғанлиқини, «FlyOne» авиатсийә ширкитигә тәвә айропиланниң 64 йолучи билән йереван хәлқара зивартос айродорумидин учуп, истанбул айродорумиға қонғанлиқини йазди һәмдә  2020-йилдин буйан икки дөләт оттурисида нөвәтчи айропиланларниң тохтилиғанлиқини әскәртти.

«‹хәвәр түрк› гезити»,«турковакниң ишәнчлик икәнлики илмий нуқтидин испатланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

сәһийә министири фахрәттин коҗа ковид-19 ға қарши ишләпчиқирилған йәрлик ваксина торковакниң йеңи йүрүшлүк түриниң шәһәр дохтурханилириға әвәтилгиш башланғанлиқини елан қилди. турковакниң һазирғичә доклат қилинған әкси тәсири көрүлмигәнликини тәкитләп,  «йәрлик ваксинимизниң үнүмлүк вә бихәтәр икәнлики илмий шәкилдә испатланди. һәр бир пуқрамиз қилчә иккиләнмәстин өз ваксинимиз турковакни бихәтәр ишлитәләйду» деди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә йанварда тарихидики әң йуқири експорт нисбитини йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә експорттики мувәппәқийәт һекайисини давамлаштурмақта. 2021-йилида 225 милйард 400 милйон доллар билән җумһурийәт тарихидики әң йуқири сәвийигә йәтти.  түркийәниң екиспорти 2022-йилиниәму тез башланди. сода министири мәһмәт муш йанвардики експорт миқдариниң алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %17 ешип, 17 милйард 600 милйон долларға йәткәнликини әскәртип, «бу сан түркийә тарихидики йанварда көрүлгән әң йуқири експорт нисбити» деди.

«‹стар› гезити», «қериндаш дөләт билән болған содида йеңи рекорт» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

өзбекистанниң ташқи сода миқдари алдинқи йилға селиштурғанда %16 ешип, 42 милйард 71 милйон 600 миң долларға йәтти. түркийә өткән йили %8.1 лик үлүш билән өзбекистанниң 4-сода шерикигә айланди. икки дөләтниң ташқи сода миқдари %62.1 ешип, тунҗи қетим 3 милйард доллардин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر