19.01.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1764990
19.01.2022

 түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», «түркийәдин хәлқара җамаәтчиликкә боснийә-гиртисговена чақириқи» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сербийәниң боснийә-гиртисговенаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллишиниң балқан райониниң тинчлиқи вә муқимлиқи җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, боснийә-гиртисговенаниң земин пүтүнлүкигә зийан йәткүзидиған һәрикәтләрдин йирақ туруш тоғрулуқ чақириқта болуп мундақ деди: «боснийә-гиртисговенадики киризисниң һәл қилиниши үчүн хәлқара җамаәтчиликниң бирликтә һәрикәт қилишиниң зөрүрлүки һәммигә айан.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «әрдоған, <урушни сийасәт тарихидин өчүрүп ташлишимиз лазим> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «русийәниң украинани ишғал қилиши тоғра позитсийә әмәс» дәп қарайдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «русийә пирезиденти виладимир путин биләнму бу мәсилиләр һәққидә сөһбәт өткүзүшимиз керәк, чүнки бу районлар әмди урушни қобул қилалмайду, дәрвәқә, булар тоғриму әмәс, әмди урушни сийасәт тарихидин өчүрүп ташилишимиз лазим.»

«‹стар› гезити», «әрдоған, <нефит тинчлиқниң васитиси болса, бу васитидин пайдилинишимиз мумкин> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

шәрқий ақдеңиздә исраилийә билән һәмкарлиқ орнитиш еһтималлиқи һәққидә тохталған җумһур рәис әрдоған, «исраилийә пирезиденти йитзақ һертзог түркийәдә зийарәттә болуши мумкин. биз сийасәтчиләрниң қилидиған иши  тинчлиқ орнитиштур.  нефит тинчлиқниң васитиси болса, бу васитидин пайдилинишимиз мумкин. бу, <һәммә тәрәп қазансун> пиринсипиға асасланса, бизму қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрситимиз.»

«‹һөрийәт› гезити», «түркийәниң иқтисадий тәрәққийати % 10 тин ашиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә иқтисадий маслаштуруш комитетиниң муавин җумһур рәис фуат октайниң рийасәтчиликидә чақирилған йиғинидин кейин елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «2021 – йилиниң ахирқи чарики һәққидә елан қилинған санлиқ мәлуматлар, түркийәниң иқтисадий тәрәққийатиниң йәниму йүксәк сәвийәдә давамлишидиғанлиқини испатлап бәрди. бу даиридә, түркийәниң 2022 – йиллиқ ички ишләпчиқириш омумий қиммитиниң % 10 тин йуқири сәвийәгә йетиши күтүлмәктә.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «түркийәниң ойун саһәси 2022 – йилиғиму наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән һалда қәдәм қойди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

түркийә 500 дин артуқ истудийәси билән йанфун ойунлирини лайиһәләш, йасаш вә тәрәққий қилдуруш җәһәттә дунйадики алдинқи қатардики дөләтләрниң бири. 255 милйон долларлиқ йеңи мәбләғкә еришишни қолға кәлтүргән түркийә йанфун ойунлири ширкити Dream Games, сәрмайисини 2 милйард 750 милйон долларға йәткүзүп, дунйадики әң қиммәтлик йанфун ойунлири ширкәтлиридин биригә айланди. Spyke Games  ширкити, 55 милйон долларлиқ мәбләғкә еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر