17.01.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1763702
17.01.2022

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: «ғәрб таратқулириниң иқрарнамиси! бирдинбир йол түркийә билән һәмкарлиқ (орнитиш)» сәрләвһилик хәвиридә, мәркизи бирйусселға җайлашқан «йавропа иттипақи көзәткүчиси» гезитиниң, «түркийә билән йавропа иттипақиниң сийасий җуғрапийәлик һәмкарлиқ орнитишиниң пәйти кәлди» дегән темида иқрарнамә дейишкә болидиған бир парчә мақалә елан қилип, түркийәниң гео-истратегийәлик әһмийитини оттуриға қойуш арқилиқ «түркийә билән һәмкарлиқ орнитиш бирдинбир йол» дегән қарашни оттуриға қойғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«йеңи шәпәқ» гезити:  «вашингтон почтиси байрақтар TB2 гә биринчи бетидин орун аҗратти» сәрләвһилик хәвиридә, американиң «вашингтон почтиси» гезитиниң, түркийәдә ишләнгән илғар техника — байрақтар TB2 гә баш бетидин орун аҗритип, униң адәттики һава армийәлириниң тәннәрхиниң наһайити аз бир қисми билән дөләтләрни йошурун һава күчи билән тәминлигәнликини оттуриға қойғанлиқи, һәмдә украиналиқ бир һәрбий мутәхәссисниң «дүшмәнгә һессий вә һәқиқий тәсир көрсәткүчи амил» дегән сөзлиригә орун берип, буниң москвани алақзадә қилип қойғанлиқини йазғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: «қошниниң TOGG мәдһийәси» сәрләвһилик хәвиридә, пүткүл дунйаниң алқиш вә мәдһийәлиригә еришкән түркийәниң йәрлик аптомобили TOGG ниң пикап моделиға гиретсийәниңму йуқири баһа бәргәнликини, гиретсийә таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә: «түркләр йавропани бойсундурушқа тәййар, җумһур рәис әрдоған TOGG арқилиқ арзусини әмәлгә ашуриду» дәп йазғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити: «текнофест (технологийә фестивали)ниң пән - техника шамили әзәрбәйҗанда урғуйду» сәрләвһилик хәвиридә, дунйаниң әң чоң авийатсийә, аләм қатниши вә технологийә фестивали болған текнофестниң бәшинчи йилида дөләт чеграсидин һалқип хәлқара өлчәмгә йәткәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, 5- айниң 26- күнидин 29- күнигичә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанда өткүзүлидиған  текнофест, техника , илим- пән , риқабәт, һайаҗанлиниш , достлуқ вә қериндашлиқ һессийатиға толған бир фестивал өткүзүлидикән.

«һөррийәт» гезити:  «түркийә йуқум мәзгилидә ойун саһәсидә бөсүш йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң ойун тәрәққий қилдуруш җәһәттә дунйаниң алдинқи қатардики дөләтлириниң бири сүпитидә гәвдилинишкә башлиғанлиқини, 2021- йили америкадики әң алқишқа сазавәр 100 көчмә ойунниң 20 пирсәнтиниң түркийәдә тәрәққий қилдурулған ойунлар ичидин талланғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر