04.01.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1756784
04.01.2022

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йеқинқи 20 йилда астиқурулмидики илгириләшләрниң сайисида, түркийәни сәһийә киризислиридин үнүмлүк һалда сақлап қалғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, дунйани көзитип туруватқан һәммә кишиниң түркийәниң йетип кәлгән орнини тәқдирләйдиғанлиқини әскәртип, вухән вируси   (Kovid-19) ниң иқтисадқа болған тәсири еғир болған 2021-йилида, түркийәниң тез иқтисадий ешишқа қарап йүзлинишни давамлаштурғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «сайаһәтчиликтә 2020-йилиға селиштурулғанда сайаһәтчиләр сани %83, киримдә %100 лик ешиш қолға кәлди» дегәнлики қәйт қилинди.

 «һөррийәт гезити», түркийә иқтисадиниң, селинма, ишқа орунлишиш, експорт вә ташқи перевотта ешиш пиринсиплири асасида давамлиқ тәрәққий қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 2020-йилини иқтисадий ешиш билән ахирлаштурған икки дөләтниң бири болған түркийәниң, 2021-йилдики җәмий експортини 2020-йилға селиштурулғанда %32.9 ешип рекорт йаратқанлиқи вә қиммитиниң 225.4 милйард долларға йәткәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, кейинки нөвәтлик нато вә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йиғинлиридин бурун русийә-украина йирикчилики, истратегийәлик механизмларни күчәйтишни өз ичигә алған түркийә-америка мунасивәтлири, судан, ефийопийә вә кавказ райониниң нөвәттики вәзийәтлириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», вухән вируси (Kovid-19) ға тәтқиқ қарши тәтқиқ қилинип йасалған вә вирусниң делта варийантиға қарши үнүми %100 болған йәрлик ваксина-түрковак тәтқиқатчилириниң әмдиликтә омикрон варийантиға қарши тәтқиқатлирини башлиғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунескониң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлгән вә өзигә әң көп сайаһәтчиләрни җәлп қилған җайлардин бири болған памуккалә шәһириниң, 2021-йили 1 милйон 200 миң 650 сайаһәтчини күтүвалғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, памуккалә сайаһәт агентлиқлириниң бу йил (2022) 2 милйон сайаһәтчи күтүвелишни нишан қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر