03.12.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1742460
03.12.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити: «али кеңәш оргини йиғинида париж килимат келишими музакирә қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәислик мәһкимиси алий кеңәш оргини йиғининиң түнүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә чақирилғанлиқини, йиғинда, түркийәниң париж килимат келишимини мәҗлис (парламент)тә мақуллаш арқилиқ бу мусапигә қетилишидин кейин мәйданға кәлгән өзгиришләрниң музакирә қилинғанлиқини йазди.

«сабаһ» гезити: «әрдоған йәрлик деңиз зәмбирики етиш мурасимида муһим сөз қилди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн машина-химийә санаити саһәсидики һөкүмәт - хусусий тармақлар һәмкарлишип ишләп чиқарған «йәрлик деңиз зәмбирики» ни синақ етиш мурасимиға йоллиған учурида, түркийәниң бу қетим ишләпчиқарған деңиз зәмбирики системиси билән бу систимини тәрәққий қилдурған аз сандики дөләтләрниң биригә айланғанлиқини оттуриға қойғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди. оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити: «ташқи ишлар министири чавушоғлу: қиримниң қанунсиз қошувелинишини етирап қилмаймиз (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүн шиветсийәниң стокһолм шәһиридә чақирилған йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң 28 – нөвәтлик ташқи ишлар министирлири йиғинида, қиримниң қанунсиз һаләттә қошувелинишиниң етирап қилинмайдиғанлиқини оттуриға қойуп: «җәнубий кавказда үзүл – кесил тинчлиқ орнитиш үчүн бир пурсәт пәнҗириси бар» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити: «нойабирда експорт рекорт сәвийәгә йәтти» сәрләвһилик хәвиридә, сода министири мәһмәт мушниң түнүгүн байанат берип: «експортимиз нойабирда бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %33.4 ешип 21 милйард 500 милйон долларға йәтти. бу бизниң әң йуқири айлиқ експортимиз» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«стар» гезити: «25 йил өткәндин кейинки йеңилиқ» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә билән ливийә оттурисидики сайаһәт парахоти қатнишиниң 25 йилдин кейин әслигә кәлгәнликини, йүк вә аптомобил тошумичилиқиғиму шараит һазирлап беридиған деңиз қатнишиниң һәптидә бир қетим ишқа ашурулидиғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر