10.11.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1731877
10.11.2021

 түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «ататүркни һөрмәт, еһтирам вә сеғинишлиқ туйғуси ичидә йад етимиз» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

бүгүн 10 – нойабир؛ түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк вапат болғанлиқиниң 83 – йиллиқ хатирә күни. түркийә, 57 йиллиқ һайатида миллити вә вәтининиң мустәқиллиқи үчүн киргән һәр күрәшни һәрбий вә сийасий даналиқи сайисида ғәлибә билән ахирлаштуруп, исмини түркийә вә дунйа тарихиға алтун һәрпләр билән йаздурған даһисини йәнә бир қетим һөрмәт, еһтирам вә сеғинишлиқ туйғуси ичидә хатирилимәктә.

«‹хәвәр түрк› гезити», «ататүркниң аримиздин айрилишиниң 83 – йиллиқ хатирә күни» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк, 57 йиллиқ һайатида, пәқәт миллитиниң мустәқиллиқ урушиға мувәппәқийәтлик рәһбәрлик қилған қомандан болупла қалмай, йәнә елип барған инқилаблири биләнму дөләт әрбаби сүпитидә тарих сәһиписидин орун алди.  һәрбий вә сийасий даналиқи сайисида исмини түрк вә дунйа тарихиға алтун һәрпләр билән йаздурған мустапа камал ататүрк, 1938-йили 10 – нойабир  күни,  истанбулдики «долмабаһчә сарийи» да, әнқәрә вақти әтигән саәт 9 дин 5 минут өткәндә аләмдин өтти.

«‹һөрийәт› гезити», «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп 10 – нойабир ататүркни хатириләш күни мунасивити билән байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, 10 – нойабир түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк вапат болғанлиқиниң 83 –йиллиқ хатирә күни мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ деди: «ататүркни чүшиниш дегәнлик, униң түрк миллити билән биргә йәттә дөләткә қарши күрәштики рәһбәрликини үлгә елип, түркийәниң миллий мәнпәәтлирини баштин-ахир алдинқи орунға қойуш, толуқ мустәқиллиқ, шан - шәрәплик келәчәк, илмий тәрәққийат вә гүллиниш мираслирини қоғдаш, дегәнликтур.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «килимат мәсилисидә йеңи дәвр башланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«париж килимат келишими» бүгүндин етибарән йолға қойулушқа башлиди. келишим арқилиқ түркийәгә тәминлинилидиған 3 милйард 157 милйон долларлиқ мәбләғ,  қуйаш вә шамал қатарлиқ сиҗил енергийә селинмилирини қоллашқа, бағчилашқан санаәт районлири, әқлий иқтидарлиқ йуқури пән техника деһқанчилиқ ишлири вә суниң қоғдилишиға ишлитилиду. түркийә, 2053-йилға барғанда, булғима қойуп бериш нисбити нөл болған,  карбон нейтрал дөләткә айлинишни нишан қилмақта.

«‹стар› гезити», «қазақистан түркийәниң тарихий йахшилиқини һәргиз унтуп қалмайду» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

«мустәқиллиқлириниң 30 - йилида түрк җумһурийәтлири» намлиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. қазақистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси абзал сәпәрбекули, йиғинда қилған сөзидә,  түркийәниң, мустәқиллиқини елан қилғандин кейин тунҗи болуп қазақистанни етирап қилған дөләт икәнликини, қазақистан хәлқиниң, түркийәниң  «бу тарихий йахшилиқ» ини һәргиз унтуп қалмайдиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر