27.10.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1725622
27.10.2021

 түркийә авази радийоси: «‹стар› гезити», «қарабағда тарихий бир күн» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, қарабағниң дунйаға ечилидиған ишики болған фузули хәлқара айродурумини ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнишиш үчүн әзәрбәйҗанда зийарәттә болди, һәмдә олтурған айропилани фузули хәлқара айродурумиға қонған тунҗи дөләт башлиқи болди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «җумһур рәис әрдоған, әрменийә билән дипломатик мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүш шәртини қарабағда җакарлиди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң районда узақ мәзгиллик тинчлиқ орнитиш тәрәпдари икәнликини тәкитләп, «қериндаш дөләт әзәрбәйҗанға имканийәтниң баричә йардәм беришни давамлаштуримиз» деди, һәмдә әрменийәниң әзәрбәйҗан билән сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш мәсилисидә сәмимий ирадисини намайән қилиши лазимлиқини, шундақ қилғандила андин түркийә билән әрменийә оттурисида дипломатик мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүшниң алдида һечқандақ бир тосалғуниң қалмайдиғанлиқини тәкитлиди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «ирақ – сүрийә қарарнамиси түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң тәстиқидин өтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә армийәсиниң зөрүр тепилғанда чегра һалқиған һәрбий һәрикәтләрни елип бериш вә мудахилидә болуш үчүн ирақ вә сүрийәгә әвәтилиши мәсилисидә җумһур рәисқа берилгән һоқуқниң муддитини 2 йил узартишқа мунасивәтлик қарарнамә, түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә қобул қилинди.

«‹сабаһ› гезити», «<учбәг> тунҗи қетим ишлитилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

мардин вилайитиниң әртуқлуқ наһийәси йезисида 23 өктәбир күни 2 террорчи, җамаәт хәвпсизлики баш идариси тәрипидин йасалған вә тунҗи қетим саһәдә ишлитилгән «учбәг» намлиқ йәрлик вә миллий  VTOL (тик қоналайдиған вә учалайдиған)  учқучисиз һава аппаратиниң қуруқлуқ армийә қисимлириға  көрүнүшләрни дәрһал һавадин йәткүзүп бериши нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.

«‹вәтән› гезити», «миллий ток пойизиниң қатнашқа башлайдиған вақти һәққидә мәлумат берилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

завуттики синақлири тамамланған миллий ток пойизиниң келәр йили қатнашқа башлиши күтүлмәктә. сүрити саитигә 160 километирға йетидиған миллий ток пойизидин 3 и,  келәр йили түркийә җумһурийити дөләтлик төмүр йоллири транспорт ширкитигә тапшуруп берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر