04.10.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1714297
04.10.2021

түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити», «әрдоған <дөләтлик йашларни ишқа орунлаштуруш истиратегийәси вә һәрикәт пилани> һәққидә учур елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түнүгүн, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған учурида, мундақ деди: «түркийәниң йаш нопус җәһәттә интайин аз сандики дөләтләр саһиб болуватқан  йошурун күчи зор, бу йошурун күчтин пайдилиништа наһайити муһим бир қәдәм һесаблинидиған <дөләтлик йашларни ишқа орунлаштуруш истиратегийәси вә һәрикәт пилани> ниң һазирдин башлапла барлиқ йашлиримиз үчүн хәйрлик болушиға тиләкдашмән.»

«‹сабаһ› гезити», «дөләт мудапиә министирлиқи терроризмға қарши күрәш һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дөләт мудапиә министирлиқи, түнүгүн түркийәниң терроризмға қарши күриши һәққидә байанат елан қилди. буниңға асасланғанда, йеқинқи бир ай ичидә 4 и чоң типтики, 17 си оттура типтики болуп, җәмий 21 қетимлиқ һәрбий һәрикәт елип берилған. сентәбир ейида 139, бу йил киргән буйан 2 миң 81 террорчи бир тәрәп қилинған.

«‹һөрийәт› гезити», «уғур шаһин ‹ковид – 19 йуқуми› ваксиниси һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

пифизер билән бирликтә «ковид – 19 йуқуми» ваксинисини тәтқиқ қилип йасап чиқққан BioNTech ниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси пирофессор доктор уғур шаһин, «ковид – 19» вирусииниң давамлиқ шәкли өзгирип туридиғанлиқини, бу әһвалниң ваксина әмләш арқилиқ тәминлигили болидиған иммунитет күчини төвәнлитиветидиғанлиқини илгири сүрди.

Financial Times› гезити» ниң хәвәр қилишичә, пирофессор доктор уғур шаһин, бу әһвалниң, йеңи ваксиниларни  тәтқиқ қилип йасап чиқишниң зөрүрлүкини испатлап беридиғанлиқини қәйт қилған.

«‹стар› гезити», «сентәбирдә аптомобил експорти 2 милйард 500 милйон долларға йәтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң аптомобил санаити екиспорти алдинқи айда 2 милйард 500 милйон доллар болди. 2021-йили 1-айдин 9-айғичә, аптомобил експорти алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 24 ешип, 21 милйард 300 милйон долларға йәтти.

«‹вәтән› гезити», «исмаил дәмир, лазерлиқ йетәкчи башқурулидиған бомба системиси һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң мудапиә санаитидики бөсүш характерлик мувәппәқийәтлири изчил давамлашмақта. җумһур рәислик мәһкимиси дөләт мудапиәси санаити оргининиң башлиқи исмаил дәмир, рокетсан гуруһи тәрипидин тәтқиқ қилип йасап чиқилған вә синақлири давамлишиватқан лазерлиқ йетәкчи башқурулидиған бомба системиси METE ниң, дөләт хәвпсизлик күчлирини саһәдә көзгә көрүнәрлик әвзәлликләр билән тәминләйдиғанлиқини вә нишанға 12 дин тәккүзидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر