13.09.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1705815
13.09.2021

түркийә авази радийоси: «стар гезити», муавин җумһур рәис фуат октайниң вухән вирусиға қарши тәтқиқ қилип йасиливатқан түрковак ваксинасиниң үчинчи басқучлуқ синиқини қирғизистан билән бирликтә қилшта, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу һәқтә пакистан, әзәрбәйҗан, аргентина, коломбийә вә полша қатарлиқ дөләтләр биләнму сөзлишишниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

«сабаһ гезити», йавропа иттипақиниң 2021-йиллиқ истратегийәлик доклатида, түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болушиниң қанчилик зөрүр вә ваз кәчкили болмайдиғанлиқиниң йәнә бир қетим дәлилләнгәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», «фатиһ» намлиқ бурғилаш парахотиниң қара деңиздики сакарйа газ мәшғулат районида бурғилашни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәниң бүгүнгичә қара деңизда елип барған бурғилаш хизмәтлиридә 540 милйард куб метир тәбиий газ байқиғанлиқи әскәртилди.

«һөррийәт гезити», украина армийә қоманданлиқ иштабиниң башлиқи волери залуҗниниң 2021- вә 2022 –йиллирида түркийәдин төт данә «2т б-байрактар» учқучисиз һава аппарати сетивелишни пиланлиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.  

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә учур санаити җәмийитиниң муавин башлиқи үмид өндәрниң чоң технологийә ширкәтлириниң түркийәгә ишләпчиқириш мәркизи сүпитидә қарайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, үмид өндәрниң, «америка вә хитайдики ширкәтләр билән көрүшүватимиз. измит, мәрсин вә истанбул қатарлиқ шәһәрләрдә тәтқиқатлар қилиниватиду. мушу йил ахириғичә 4-3 чоң ширкәт мәбләғ селишқа келиши мумкин. учур санаити саһәсидики чоң ширкәтләр түркийәгә мәбләғ селишқа қизиқиватиду» дегәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر