04.08.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1685383
04.08.2021

түркийә авази радийоси: «вәтән» гезити: «әрдоған булғарийә пирезиденти радев билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң булғарийә пирезиденти румен радев билән телефонлишип,  түркийәдики дала от апитигә қарши туруштики һәмкарлиқ вә икки дөләт мунасивитини гүлләндүрүшкә алақидар мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнлики؛ җумһур рәис әрдоғанниң «дала от апәтлири мунасивити билән түркийәдин һал сориған» булғарийә пирезиденти радевға от апитигә қарши күрәшкә йеқиндин көңүл бөлгәнлики үчүн рәһмәт ейтқанлиқи тоғрисидики учурларға орун бәрди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «түркийә америкаға көчмәнләр мәсилиси тоғрисида наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң алдинқи күнидики «көчмәнләрни қобул қилиш пирограммисиға қилинидиған илтимасниң үчинчи дөләтләрдин тапшуруп елинидиғанлиқи» оттуриға қойулғандин кейин, у дөләтләрдин бириниң түркийә икәнликигә ишарәт қилинған байанатиға қарита түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң байанат елан қилип: «йеқинқи йәттә йилдин буйан дунйа бойичә әң көп мусапир күтүвалған дөлитимизниң йеңи бир көчмәнләр киризисини үчинчи бир дөләт үчүн үстигә елиш иқтидари йоқ. биз дөлитимиз билән мәслиһәтләшмәйла чиқирилған бу мәсулийәтсизләрчә қарарни қобул қилмаймиз» дәп наразилиқ билдүргәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити: «түркийә билән русийә сүрийә тоғрисида сөзләшти» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалинниң русийә федератсийәсиниң сүрийә алаһидә вәкили александер лаврентийеф билән җумһур рәислик мәһкимиси бинасида көрүшүп, сүрийәниң нөвәттики вәзийити вә мунасивәтлик сийасий мусапә тоғрисида сөзләшкәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, идлибтики уруш тохтитишни сақлап қелишниң әһмийити оттуриға қойулған учришишта,  келишим сайисида йаритилған муқимлиққа зийан йәткүзидиған иғвагәрчилик һуҗумлириға йол қоймаслиқ керәклики тоғрисида бирдәклик һасил қилинған, п й д/й п г/п к к билән даеш қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши паал күрәш қилишниң зөрүрлүки тәкитләнгән.

«сабаһ» гезити: «ирақниң шималида п к к ға еғир зәрбә берилди» сәрләвһилик хәвиридә, ирақниң шималида давамлишиватқан «пәнчә гүлдүрмама» вә «пәнчә чақмақ» зәрбә бериш һәрикәтлириниң 100-күнидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң җан томури болған авашинниң толуқ контроллуқ астиға елинғанлиқи؛ һәрикәт арқилиқ 13 нәпири йуқири дәриҗилик башқурғучиси болуп җәмий 223 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи؛ 28 йәр асти тонелниң һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ битчит қилип ташланғанлиқи, һәмдә 1537 мина вә йәрлик усулда йасалған бузғунчилиқ селиш күчи йуқири партилатқучниң йоқитип ташланғанлиқиға даир учурларға орун бәрди.

«һөррийәт» гезити: «йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимлики елан қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, малатйаниң батталғази райониға җайлашқан вә б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати — йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири вақитлиқ тизимликидики арслантәпә төпиликиниң мәңгүлүк тизимликкә қошулғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, өтмүши миладидин илгирики 5000- йилларға тутишидиған төпиликни һәр йили түмәнлигән кишиләр зийарәт қилидикән. һазирғичә елип берилған қезишларда нурғунлиған асарә-әтиқиләр оттуриға чиқирилған, йәттә миң йиллиқ өтмүши җәрйанида ақсөңәклик вә тунҗи дөләт шәкли барлиққа кәлгән арслантәпә төпилики, 2014-йили вақитлиқ тизимликкә киргүзүлгәникән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر