06.05.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1635057
06.05.2021

 

«‹сабаһ› гезити», «әрдоған: <гиретсийә күшкүрткүчи һәрикитини давамлаштуриватиду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән синлиқ көрүшти. әрдоғанниң меркел билән өткүзгән сөһбитидә, әгә деңизида көчмәнләргә қилинған зулум вә гиретсийәниң түркийәни нишан қилған иғвагәрчилик һәрикәтлирини давамлаштуруватқанлиқи билдүрүлди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «ливийә түркийә билән түзгән келишимигә садиқ» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

ливийә баш министири абдулһәмид дибәйбә дөлитиниң түркийә билән имзаланған «деңиз тәвәликиниң чеграландурилишиға мунасивәтлик келишим хитабнамиси» тоғрисида гиретсийә билән пикир охшимаслиқи барлиқини ейтти. келишимгә садиқ болидиғанлиқини тәкитлигән дибәйбә: «биз ливийәликләрниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған бу келишимдин айрилмаймиз» деди.

«‹һөррийәт› гезити», «шималий қибрис түрк җумһурийити пирезиденти әрсин татар пуқралириға бирлик вә  баравәрликни тәкитлиди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

шималий қибрис түрк җумһурийити пирезиденти әрсин татар қибриста игилик һоқуқи баравәрликини асас қилған тәклипләрниң зор тәсир пәйда қилғанлиқини билдүрүп: «рим тәрәп һакимийиитиниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә, хәлқигә вә маңа қарши чоң һәрикәт башлиғанлиқини көрмәктимиз. мениң пуқралиримдин күтидиғиним, һәр хил иғвагәрчилик вә күшкүртүш характерлиқ  хәвәрләргә қарши һошйарлиқни сақлап, сәгәк туриши, бирлик вә  баравәрликимизни қоғдишидур. қилчә шүбһәм йоқки, техиму парлақ кәлгүсигә бирликтә йетип баримиз» деди.

«‹стар› гезити,  « йавропа иттипақи йиғиниға түркийә тамға урди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

йавропа иттипақи комитетиниң кеңийишкә мәсул әзаси оливер вархелйи йавропа иттипақи тәрипидин албанийәгә йолланған ваксиниларни пайтәхт тиранда тапшуруш үчүн айродорумда өткүзүлгән мурасимида баш министир әди рама билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди. йиғин җәрйанида түркийә һава йоллири ширкитиниң йолучилар айропилани учуш йолида илгириләшкә башлиди. икки рәһбәр түркийә һава йоллири ширкитининиң исмини тәкрарлап күлүмсирәшкә башлиди. телевизийә қаналлирида биваситә тарқитилған бу көрүнүшләр қисқа вақит ичидә иҗтимаий таратқуларда көп қетим һәмбәһирләнди вә «балқан райониға қаритилған түркийә ташқи сийаситини буниңдинму йахши көрситип бәргили болмайти» дегәндәк инкасларни йазди.

«‹вәтән› гезити», «фирансийәдики милли путболчимиз бурак йилмазға зор шәрәп» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

фирансийә 1-путбол бирләшмиси командиси лиллә командисида топ тәпкән миллий путболчисимиз бурак йилмаз командида 4-айниң  әң йахши путболчиси болуп талланди. 35 йашлиқ һуҗумчи путболчи 4-айда ойниған 4 мәйдан мусабиқидә 3 топ киргүзгән иди. бурак йилмаз лилләдә йәнә 12-айниң әң йахши путболчиси болупму сайланған иди. фирансийә 1-путбол бирләшмисидә бу пәслидә өткүзүлгән 25 мусабиқида җәмий 13 топ киргүзгән бурак йилмаз командиниң әң көп топ киргүзгән путболчиси салаһийитини қоғдап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر