11.02.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1581489
11.02.2021

«‹һөрийәт› гезити», «әрдоғандин мичотакисқа бир шапилақтәк инкас» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн партийәсиниң парламент гуруппа йиғинида гиретсийә баш министири кирийакос мичотакисни қаттиқ тәнқид қилди. әрдоған: «әгәр тинчлиқ издиниишиң болса, маңа доел елан қилма, һәддиңни бил! сән бәзи тағларға ишинишиң мумкин, у ишәнгән тағлириңға қар йеғип болди. уларниң һечқайсисидин саңа пайда кәлмәйду, әмма биз өзимизниң киндилимизни өзимиз кесимиз. шуңа сән тәвәккәлчи түркләрни йахши тонишиң лазим» деди.

«‹вәтән› гезити», «муавин җумһур рәис фуат октай: <һечким бизниң шималий қибрис түрк җумһурийитини йалғур ташлап қойишимизни үмид қилмисун деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түнүгүн хизмәт зийарити даирисидә шималий қибрис түрк җумһурийитигә йетип барған муавин җумһур рәис фуат октай: «биз шималий қибрис тоғрисида һәл қилиш ирадисиниң йенида болимиз, һәқсизликкә қарши туримиз. түркийә тәрәп адил, мәңгүлүк һәл қилиш чарисини қоллайду» деди.

«‹сабаһ› гезити», «министир варанк аләм қатниши программиси һәққидә байанат елан қилип, <биринчи нишанимиз ай билән мунасивәт орнитиш> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

санаәт вә техника министири мустапа варанк түркийәниң дөләтлик аләм қатниши һәрикити үстидә тохтилип,  «бизни һәммидин бәк айға йүзләнгән нишанимиз һайаҗанға салиду. биринчи нишанимиз ай билән мунасивәт орнитиш, иккинчи нишанимиз айға йумшақ қонуш> деди.

«‹стар› гезити», «русийә түркийә һәққидә байанат елан қилди. <һәмкарлиққа тәййармиз, тәклипләрни күтиватимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

русийә федератсийә аләм қатниши идариси (Roscosmos) елан қилған байанатида: « түркийә билән русийә оттурисида аләм қатниши паалийәтлири үчүн һәмкарлиқ хизмәтлири елип бериливатқанлиқини билдүрди. байанатта, русийә тәрәпниң түркийәдин бу һәқтә конкерт тәклипләрни күтиватқанлиқи әскәртилди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түрк авиатсийә транспорт ширкити 2020-йилида дунйадики 5 муһим авиатсийә транспорт ширкити қатаридин орун алди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә һава йоллири ширкити (THY) ниң мудирийәт вә иҗраийә комитети рәиси илкәр айчи түрк авиатсийә транспорт ширкитиниң ковид-19 йуқуми мәзгилидә зор утуқларни қолға кәлтүргәнликини билдүрүп: «биз 50 йолучилар айропиланини йүк айропиланиға айландурдуқ. бу арқилиқ йүк тошуш иқтидаримиз ашти. дунйадики 5 муһим авиатсийә тиранспорт ширкитиниң бирси болдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر