09.02.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1579967
09.02.2021

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән германийә баш министири ангела меркелниң видео арқилиқ көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоған билән меркелниң көрүшүштә, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлирини иҗабий күнтәртип билән илгирилитиш қәтий қарариға икәнликлирини билдүрүп, март ей (2021) да алий рәһбәрләр йиғини ечилғичә болған җәрйанда өзара учришишларни көпәйтип, техникилиқ көрүшүшләрниң өткүзүлүшини үмид қилғанлиқлирини әскәртти.

«йеңи шәпәқ гезити», вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләр рекорт сәвийәгә чиққан вә сәһийә системисида зор қийинчилиқлар көрүлгән германийәдә, киризисниң күндин-күнгә зорийиватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәдә оңушлуқ һалда илгириләватқан ваксина әмләш хизмәтлириниң, германийә таратқулирида һәйранлиқ қозғиғанлиқи вә: «түркийәдә германийәникидин көп киши әмлиниватиду. әмләш хизмәтлиридә қалаймиқанчилиқтин әсәр йоқ» дейилгәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», пайтәхт әнқәрәдә  рәсмий зийарәттә болуватқан венгирийә ташқи ишлар вә сода министири петер сиййарто (Peter Szijjarto) ниң: «түркийә билән болған мунасивәтлиримизгә интайин әһмийәт беримиз. көчкә мунасивәтлик йавропаниң бихәтәрлики түркийәгә бағлиқ. түркийә оттура йавропа енергйәсиниң бихәтәрликигә көп һәссә қошуватиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», анталйаниң дәмрә наһийәсидә русийәлик сайаһәтчиләрниң, феврал ейида тәбиәтниң вә деңизниң кәйпини чиқириватқанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийәдики айродурумларда, бу йил (2021) ниң йанвар ейида җәмий 5 милйон 227 миң 452 йолучиға хизмәт берилгәнликини хәвәр қилди.        



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر