08.02.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1579227
08.02.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити: «түркийә йавропаниң алдида» сәрләвһилик хәвиридә, ковид – 19 вәһимиси давамлишиватқан, кишиләрниң әқлидә «турмуш қачан нормал изиға чүшәр?» дегән соалниң һөкүм сүрүватқан мушу күнләрдә, американиң «блумберг» қанилиниң истатистикилиқ тәкшүрүш елип берип,  әгәр ваксининиң тарқилиши мушу сүрәттә давамлашса вә вирусниң йеңи варийантлириға қарши үнүмлүк болса,  йәршариви иммунитет күчигә еришиш үчүн 7 йил вақит кетишиниң мумкинликини оттуриға қойғанлиқини илгири сүрди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, икки қута ваксина әмләшни асас қилған һесаблашларға қариғанда,  икки йерим йилдин кейин түркийәниң нопусиниң %75 игә ваксина әмләп коллектип иммунитет күчигә еришишидин үмид бар икән. ту бу җәһәттә 3.2 йил кетидиғанлиқи мөлчәрләнгән германийә,  3.4 йил кетидиғанлиқи мөлчәрләнгән белгийә вә 3.9 йил кетидиғанлиқи мөлчәрләнгән  голландийә қатарлиқ йавропадики нурғун дөләтләрниң алдида икән.

«стар» гезити: «икки дөләт оттурисидики тунҗи қетилиқ иш! мәбләғ селиш үчүн түркийәгә келиду» сәрләвһилик хәвиридә, венгирийә ташқи ишлар, қошумчә сода министири петер сиҗҗартониң венгирийә ширкитиниң давалашқа мәбләғ селиши тоғрисида сөзлишиш үчүн түркийәгә келидиғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, икки милйон йавро қиммитидики селинма венгирийәниң медитсина санаити саһәси бойичә түркийәгә салған тунҗи қетимлиқ биваситә селинма болуш нуқтисидин муһим икән.

«хабәртүрк» гезити: «йәңгиллигән йәрлик милтиқ вәзипә үчүн тәййар» сәрләвһилик хәвиридә, машина вә химийә санаити ширкити тәрипидин лайиһәлинип, лайақәт тәкшүрүшидин утуқлуқ өткән MPT  -  76 – MH типлиқ пийадә қисимлар милтиқиниң хәвпсизлик күчлириниң ишлитишигә тәййар һаләткә кәлтүрүлгәнлики؛ қоралниң еғирлиқиниң бурунқиға қариғанда 400 гирамдин артуқ йәңгилләп тәхминән 3 килогирам 750 гирамға чүшкәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«сабаһ» гезити: «йеңи кимлик пәрқләндүрүш системиси мартта башлиниду» сәрләвһилик хәвиридә, биотексан вә һавәлсан ширкәтлириниң қоллиши арқисида тәрәққий қилдурулған йәрлик бармақ изи тонуш системисиниң ахирқи басқучқа қәдәм қойғанлиқини, мәзкур системиниң тунҗи болуп ички ишлар министирлиқи тәрипидин ишлитилишкә башлинидиғанлиқини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «йанварда 42 миң 560 сайаһәтчи кападокйани зийарәт қилди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң пәри турхунлири вә өзгичә гүзәлликкә игә вадилири,  иссиқ һава шари,  йәр асти шәһәрлири билән даңқ чиқарған сайаһәт мәркәзлириниң бири болған кападокйа районидики музейларни йанварда дөләт ичи  -  сиртидин болуп җәмий 42 миң 560 сайаһәтчиниң екскурсийә қилғанлиқини йазди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر