05.02.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1577863
05.02.2021

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ» гезити: «әрдоған: оқуғучиларни җәлп қилиш мусабиқисидә дунйадики алдинқи 10 ниң ичигә кирдуқ (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә университетлириға оқуғучи җәлп қилиш риқабитидә дунйаниң алдинқи қатардики 10 дөләтниң биригә айланғанлиқини ейтқанлиқиға даир учурларға орун бәрди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийәниң университетқа кириш җәһәттә йавропада биринчи орунда туридиғанлиқини тәкитлигән әрдоған, дунйаниң алдинқи қатардики университетлириниң һөрмәткә сазавәр оқутқучилириниң йирақтин дәрс өтүш усули арқилиқ түркийәдики университетларда дәрс өтүшигә имканийәт йаритип берилидиғанлиқини оттуриға қойған.

«хабәртүрк» гезити: «түркийәдики чәт әллик мәбләғ салғучилар мал - мүлүкни қолида тутуп турмақта» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәдин муқим мүлүк сетивалған чәт әлликләрниң %92.7 синиң өй – мүлүклирини қолида тутуп туруватқанлиқини, чәт әллик мәбләғ салғучиларниң һәр йили оттуричә үч ай вақтини түркийәдә өткүзүватқанлиқини йазди.

хәвәрдә, өй – мүлүк сетивалған мәбләғ салғучиларниң йерими иккинчи бир муқим мүлүк сетивалғанлиқиниң оттуриға чиққанлиқи؛ башқурғучилар, инженерлар, содигәрләр, дохтурлар вә пенсийәгә чиққанларни өз ичигә алған чәт әллик мәбләғ салғучиларниң оттуричә йешиниң 50.6 икәнлики қәйт қилинди.

«стар» гезити: «шйавми түркийәдә ишләпчиқиришни башлайду» сәрләвһилик хәвиридә, дунйаниң үчинчи чоң әқлийфон ишләпчиқарғучи ширкити — шйавминиң 2021 - йилиниң биринчи пәслидә 30 милйон доллар мәбләғ селип түркийәдә әқлийфон ишләпчиқиришни башлайдиғанлиқини؛ ширкәтниң истанбулға йилда бәш милйон данә телефон ишләпчиқириш иқтидариға игә завут қуридиғанлиқини вә түркийәниң дунйадики шийавми әқлийфонлири ишләпчиқирилидиған төтинчи дөләт болидиғанлиқини илгири сүрди.

«сабаһ» гезити: «бәш йилда йиллиқ алтун ишләпчиқириш миқдари 100 тонниға йетиду» сәрләвһилик хәвиридә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң, түркийәдә һәр йили 42 тонна алтун ишләпчиқириливатқанлиқини билдүрүп: «нишанимиз бәш йилда 100 тонна йиллиқ ишләпчиқиришни қолға кәлтүрүш» дегәнликини вә түркийәниң дунйадики һәр йили 100 тоннидин артуқ мәһсулат ишләпчиқиридиған 10 дөләт қатаридин орун елишни халайдиғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«вәтән» гезити: «түркийәниң йирақ мусапилик башқурулидиған бомбиси — атмаҗа синақ қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, рокәтсан (ракетамийот сода – санаәт ширкити) тәтқиқ қилип йасап чиққан узун мусапилик парахотқа қарши башқурулидиған бомба — атмаҗаниң синопта синақ қилинғанлиқини йазди.

хәвәрдә, синақ қилиш паалийитигә деңиз армийә қомандани адмирал аднан өзбал билән валий әрол қараөмәроғлу қатарлиқларниңму қатнашқанлиқи؛ адмирал өзбалниң синақтин кейин сөз қилип: «бизниң миллий мәһсулатимиз атмаҗа достқа хатирҗәмлик, дүшмәнгә вәһимә болиду» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر