01.02.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1575005
01.02.2021

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: « F-16уруш айропиланлири үчүн һәрикәткә өтүлди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә һава армийәсиниң асаслиқ зәрбә бериш күчи болған F-16 типлиқ айропиланлирини күчәйтиш хизмитиниң башланғанлиқини йазди.

хәвәрдә, җумһур рәислик мәһкимиси мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмирниң бу һәқтә тохтилип: « һәр бир айропиланниң 1200- 1500 арилиқидики қурулмилиқ запчасини йеңилаш вә ремонт қилиш хизмәтлири давамлишиватиду. F-16 айропиланлиримизниң қурулмилиқ өмрини 8 миң саәттин 12 миң саәткә чиқиришни пиланлаватимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар» гезити: «америка қуруқлуқ армийәси журнили ататүрккә мәдһийә оқуди» сәрләвһилик хәвиридә, америка қуруқлуқ армийәсиниң «һәрбий обзор» намлиқ журнилиниң, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң һәрбий саһәдики рәһбәрлик иқтидариға йуқири баһа берилгәнликигә даир учурларға орун бәрди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, аптор майор ерик вендитти мәзкур журналда елан қилинған мақалисидә, ататүркниң чанаққәлә урушидики рәһбәрлик иқтидариға ишарәт қилип, униң урушниң муһим нуқтилирида тоғра қарарларни чиқарғанлиқини қәйт қилған.

«һөррийәт» гезити: «түркийә сайаһәтчиләргә ишәнч ата қилиду» сәрләвһилик хәвиридә, дунйа сайаһәт мунбири институти баш катипи таләп рифаиниң, түркийәниң вухән вируси (ковид – 19)  мәзгилидики сайаһәт саһәси тәдбирлирини интайин йахши йолға қойғанлиқи билдүрүп: «түркийә йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләргә ишәнч ата қилиду. бу ишәнч давамлашқан әһвал астида, мән 2021-йилиниң 2020-йилдикидин йахши болидиғанлиқиға ишинимән» дегән сөзлиригә орун бәрди.

«хабәртүрк» гезити: «түркийә аптомобил базири йавропадики 25 дөләтни арқида қалдурди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң 2020- йилиниң ахирида йавропа дөләтлири бойичә җәмий аптомобил сетиш миқдари җәһәттә алтинчи, йавропа сода аптомобиллири сетиш нисбити җәһәттә төтинчи рәттин орун алғанлиқи؛ йавропада 2020 – йили бирму дөләтниң алдинқи йилға селиштурғанда аптомобил сетиш нисбитини йуқири көтүрәлмигәнлики, түркийәниң сетиш миқдарида ешиш көрүлгән бирдинбир дөләт болғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «ковид -19 қурутулған мевә експортини тохтиталмиди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң вухән вируси (ковид – 19) ниң тәсири астидики 2020 – йилидиму қуруқ мевә експортини алдинқи йилниң сәвийәсидә сақлап қалалиғанлиқини йазди.

хәвәрдә, кишиләрниң чиримәйдиған, узун вақит сақлашқа болидиған вә енергийә билән тәминләйдиған қуруқ мәһсулатлар түридики қуруқ үзүм, гүлә, әнҗүр қеқи вә пистиқ қатарлиқларға болған тәлипиниң ашқанлиқи؛ бултур експорт қилинған 477 миң тонна мәһсулаттин 1.4 милйард доллар кирим қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر