27.01.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1571941
27.01.2021

түркийә авази радийоси:  «‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «әрдоған: <әң қисқа вақит ичидә 50 милйон ваксина таблити дөлитимизгә келиду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, җумһур рәислик сарийида өткүзүлгән «аммиви һалда вәзипигә тәйинләш мурасими» да қилған сөзидә,  мундақ деди: «дунйаниң әң тәрәққий қилған дөләтлири нөвәттә ваксина тапалмайватиду, биз болсақ ваксина мәсилисидә ташлиған қәдәмлиримиз сайисида, тез сүрәттә ваксинилиримизни елишқа башлидуқ, худайим буйруса, дәсләпки қәдәмдә 50 милйон таблит ваксина дөлитимизгә келиду.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «‹ковид – 19› йуқуминиң йеңи түрини өз вақтида ениқлап чиққили болидиған лайиһә хизмәткә кириштүрүлди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

сәһийә министирлиқи билән дунйа сәһийә тәшкилати тәрипидин ишқа ашурулидиған, йавропа иттипақи иштирактин бурунқи йардәм васитиси даирисидә қоллашқа еришиватқан «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәштә миллий иқтидар сәвийәсини йүксәлдүрүш лайиһәси хизмәткә кириштүрүлди. синақ вақтиниң қисқартилиши, «ген анализи» тәтқиқатлири арқилиқ «ковид – 19» йуқуминиң йеңи  түрини өз вақтида ениқлап чиқишни нишан қиливатқан лайиһәниң, түркийәниң «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш күчини зорайтиши күтүлмәктә.

«‹стар› гезити», «һәмкарлиқ мунбири үчүн қошна дөләттин түркийәгә зийарәт» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, кавказ районида 6 тәрәплик һәмкарлиқ мунбири шәкилләндүрүшни пиланлаватқанлиқлирини вә бу мәқсәттә район дөләтлирини зийарәт қилишқа башлиғанлиқини ейтти. зәрифниң түркийәдиму зийарәттә болуши күтүлмәктә.

«‹сабаһ› гезити», «түрк һәрбий мәслиһәтчиләр ирақ армийәсигә йардәм бериш үчүн бағдадқа кәтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «һәрбий мәслиһәтчилиримиз шималий атлантик әһди тәшкилатиниң ирақта турушлуқ қисмида вәзийә өтәш даирисидә, дост вә қериндаш дөләт ирақ армийәсигә йардәм бериш үчүн пайтәхт бағдадқа кәтти.»

«‹һөрийәт› гезити», «түркийә һава йоллири ширкити билән истанбул айродуруми йавропадики әң йүксәк орнини сақлап қалди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

йавропа һава йол башлаш бихәтәрлик тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, истанбул айродуруми билән түркийә һава йоллири ширкити,  йанвар ейиниң үчинчи һәптиси йавропадики әң йүксәк орнини сақлап қалған. түркийә һава йоллири ширкити, 18 – 24 – йанвар күндилик  оттуричә 596 учуш билән йавропалиқ рәқиблирини арқида қалдурған. истанбул айродуруми болса, күндилик 484 сәпәр билән йавропадики айродурумлар арисида биринчи рәткә тизилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر