22.01.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1568937
22.01.2021

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: «түркийә әң көп ковид – 19 ваксиниси әмлигән алдинқи қатардики 10 ниң ичидә» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң вухән вируси (ковид – 19) йуқуми мәзгилидики дохтурхана мулазимәтлири һәмдә ваксина әмләшни пиланлаш җәһәттә дунйаға үлгә болғанлиқи؛ түркийәниң әң көп ковид – 19 ваксинаси әмлигән 10 дөләтниң бири икәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.  

«йеңи шәпәқ» гезити: «чавушоғлу: түркийә- йавропа мунасивитидә иҗабий кәйпийат йаритиш муһим (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, бирйусселда учришишларни өткүзгән (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң: «түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиридә иҗабий кәйпийат йаритиш муһим. уни сиҗиллаштуруш үчүн конкрет қәдәмләр ташлиниши керәк» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«стар» гезити: «албанийәдин әрдоғанға илтипат» сәрләвһилик хәвиридә, албанийәдики көп хил иқтидарлиқ бир музика гурупписи җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға беғишлап әнәниви нахша иҗад қилип, йутийуб қанилида тарқатқанлиқини؛ нахшида түркийә вә җумһур рәис әрдоғанниң албанийәни очуқ қоллиши вә төһписигә мәдһийә оқулуш билән биргә лач вә курбин шәһәрлиригә селинған йәр тәврәш қурбанлири өйлири билән фиераға селинидиған дохтурханиға даир мәлуматларғиму орун берилгәнликини йазди.

«вәтән» гезити: «<байрақтар> билән <анқа> йеқинда йавропа асманлирида» сәрләвһилик хәвиридә, санаәт вә техника министири мустапа варанкниң, болупму йеқинқи бәш йилдин буйанқи селинмиларниң наһайити қисқа вақит ичидә түркийәни мудапиә санаити саһәсидики чоң дөләтләр сепигә қатидиғанлиқини әскәртип: «мән йавропа асманлиридиму түркийәдин сетивелинған <байрақтар> вә <анқа>ларниң учқанлиқини көридиғанлиқимизға ишинимән» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хабәртүрк» гезити: «министир дөнмәз: <танап>тин бүгүнгә қәдәр тәхминән тоққуз милйард 100 милйон куб метир газ йөткәлди (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң түркийә билән әзәрбәйҗанниң енергийә һәмкарлиқиниң әһмийити тоғрисида тохтилип: «танап (транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси)тин 2020- йили төт милйард 900 милйон кубметир болуп һазирғичә җәмий тәхминән 9 милйард 100 милйон кубметир тәбиий газ йөткәлди» дегәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر