12.08.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1471413
12.08.2020

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң германийә баш министири ангела меркелниң өтүнүши билән гиретсийә җиддийләштүрүвәткән вәзийәтни пәсәйтиш үчүн қәдәм ташлиған болсиму, афенаниң мисир билән түзгән келишимниң, вәзийәтни қайтидин җиддийләштүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң мушу һәптидә меркел билән телефонда көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә әскәртилишичә, көрүшүштә, рәҗәп таййип әрдоғанниң ақдеңизда енергийә мәнбәлирини адил бөлүшүш үчүн йеңи формула тепиштәк тарихий әһмийәткә игә ақдеңиз чақириқи асаслиқ күнтәртип маддиси болидикән.

«хәбәр түрк гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түркийәниң шәрқий ақдеңизда йахши көңлиниң намайандиси сүпитидә бәзи қәдәмләрни басқанлиқини, бирақ гиретсийәдин сәлбий қәдәм келиши сәвәбидин түркийәниң парахотларни қайтидин районға әвәткәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мәвлүт чавушоғлу түркийәниң қәтий ирадисини тәкитләп: «шәрқий ақдеңизда вә қибриста, һәм түркийәниң һәмдә қибрис түрклириниң һәқ-һоқуқлирини адаққичә қоғдаймиз. һазирқи вақитта, һечким бизгә йахши нийитиңларни көрсәтмидиңлар дейәлмәйду. шуңа, әйиблисә гиретсийәни әйиблисун» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң түркийәниң қибрисни өз ичигә алған «мави вәтән» дики һәқ-һоқуқ, мәнпәәтлирини қоғдашта қәтий ирадә вә қарарға игә икәнликини алаһидә тәкитләп, шәрқий ақдеңизда түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийити болмиған һәр қандақ лайиһәниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини, түркийәниң райондики һәр қандақ болди қилишларға рухсәт қилмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә шәрқий ақдеңизда һәқ-һоқуқини қоғдаватқан бир пәйттә, пакистанниң түркийәни қоллиғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, онмиңларчә пакистанлиқ твит абонтлириниң инглизчә «Turkeyisnotalone» (түркийә йалғуз әмәс) дегән хәткүч билән онмиңларчә учур һәмбәһирләп, түркийәгә болған сөйгүсини намайан қилғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аридин 100 йил өткәндә «севр келишими» ни қайта күнтәртипкә елип кәлгән әрменийәгә наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

әрменийә даирилириниң урушқақ милләтчи сийасәтләрдин ваз кечип әқлини йиғивелиш вақтиниң йетип кәлгәнлики әскәртилгән байанатта, «бүгүн өз хәлқини бақалмайватқан бир һөкүмәтниң аридин 100 йил өткәндә, түрк хәлқи йиртип ташливәткән севр келишимини күнтәртипкә қойушқа җүрәт қилиши толиму бимәнилик» дейилгәнлики қәйт қлинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر