07.08.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1468732
07.08.2020

түркийә авази радийоси хәвири: «йеңи шәпәқ» гезити, «ташқи ишлар министири чавушоғлу: ливийәдә мәсилиниң һәл болғини йоқ, (сөһбәт) үстилидин қачқан һафтәр һәрвақит һуҗум қилиши мумкин (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүнки ливийә зийарити җәрйанида байанат берип, «саһәдә сүкүнат болсила ливийәдә мәсилә һәл болған болмайду. әксичә вәзийәт наһайити мурәккәп, шуңа һәмкарлиқ давамлишиши керәк. биз мәсилини һәл қилиш үчүн үстәл әтрапида олтурдуқ, бирақ үстәлдин туруп кәткини давамлиқ һафтәр болди, у мәсилигә сийасий чарә тепишқа ишәнмәйду, (сөһбәт) үстилидин қачқан һафтәр қайтидин һуҗум қилиши мумкин» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«сабаһ» гезити, «әнглийә телевизийә қанили түркийәниң ковид – 19 ға қарши күришини мәдһийәлиди» сәрләвһилик хәвиридә, сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң иҗтимаий таратқудики адресида әнглийәниң – Sky News қанилиниң түркийәниң ковид – 19 ға қарши күришигә йуқири баһа бәргән бир син көрүнүшлүк хәвирини һәмбәһрилигәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, мәзкур син көрүнүшидә, түркийәниң кесәлликниң мәнбәсини тепиш хадимлириниң развитчикләрдәкла һәрикәт қилғанлиқи, муддәттин балдур шундақла арқа – арқидин мудахилә қилишниң давалашниң үнүмини йуқири көтүргәнлики тәкитләнгән.

«хабәртүрк» гезити, «аптомобил експорти ийун ейиға селиштурғанда % 9 ашти» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә аптомобил санаити саһәсиниң ийул ейидики експортиниң ийун ейиға селиштурғанда % 9.2 ашқанлиқи, ийун ейидики 2 милйард 16 милйон долларлиқ експортниң ийул ейида 2 милйард 201 милйон долларға өрлигәнлики қәйт қилинди.

«вәтән» гезити, «роллик 168 милйон долларға зингаға сетилди» сәрләвһилик хәвиридә, мәркизи истанбулға җайлашқан <роллик ойунлири> намлиқ көчмә ойун ширкитиниң американиң зинга ширкитигә 168 милйон долларға сетилғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилшиичә, зиңга 6- айдиму түркийәниң «чоққа ойунлири» ширкитини 1.8 милйард долларға сетивалғаникән.

«стар» гезити, «чағлар сөйүнҗү барселона билән пиринсип җәһәттин келишим һасил қилди» сәрләвһилик хәвиридә, әнглийә дәриҗидин ташқири бирләшмә мусабиқилиридә лейчестер шәһири командиси формиси билән зор утуқларни қолға кәлтүргән миллий маһир чағлар сөйүнҗүниң барселонаға йөткилидиғанлиқи, барселона билән пиринсип җәһәттин келишим һасил қилған чағларниң, лейчестер шәһири командиси билән барселона оттурисидики келишимни сақлаватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر