05.06.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1429942
05.06.2020

түркийә авази радийоси: «вәтән» гезити, «әрдоған, һафтәрни қоллиғучиларни тарих сотлайду (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән ливийә баш министири файиз сәрраҗниң җумһур рәислик мәһкимисидә көрүшкәнликини йазди.

хәвәрдә, исйанчи һафтәрниң һуҗумлириға қаримай, сәрраҗниң сәвийәлик позитсийәдә болуп кәлгәнликини тәкитлигән әрдоғанниң, <исйанчи һафтәрни қоллаш арқилиқ ливийәни қан вә көз йашлириға ғәрқ қилғучиларни тарих сотлайду> дегәнлики қәйт қилинди.

«стар» гезити, «сәрраҗ: түркийәгә ливийә мәсилисидики (позитсийәси үчүн) рәһмитимизни билдүрдуқ (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, ливийә баш министири файиз сәрраҗниң, ливийәдә дүшмәнни тәлтүкүс йоқитип болғучә күрәш қилишни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүргәнликигә даир учурларға орун бәрди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, қанунсиз қораллиқ күчләрниң лидери һафтәргә буниңдин кейинки мусапидә сөһбәт өткүзүш пурсити бәрмәйдиғанлиқлирини билдүргән сәрраҗ, «ливийәни қайтидин қуруп чиқиш мусаписидә түрк ширкәтлирини ливийәдә көрүшни халаймиз» дегән.

«һөррийәт» гезити, «түркийә 102 дөләткә теббий буйум йардәм қилди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң лондонда чақирилған «2020 дунйа ваксина йиғини» ға син көрүнүшлүк телеграмма арқилиқ иштиракчиларға хитаб қилғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, «ковид – 19 асасий җәһәттин чоң бир аилә икәнликимизни, тәқдиримиз вә келәчикимизниң ортақ икәнликини йәнә бир қетим әслитип өтти» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп, «һазирғичә 102 дөләткә теббий буйум йардими қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилған.

«хабәртүрк» гезити, «40 дөләткә айропилан қатниши 10 – ийундин тартип башлиниду» сәрләвһилик хәвиридә, қатнаш вә ул – әслиһә ишлири министири адил қараисмаилоғлуниң, 10 – ийундин тартип қәдәммуқәдәм һалда 40 дөләткә авийатсийә қатнишини ечиветишни пиланлаватқанлиқлирини билдүрүп, «чәт әлгә қатнайдиған айропилан сәпәрлири әң дәсләп шималий қибрис түрк җумһурийти, бәһрәйин, булғарийә, қатар вә гиретсийәдин башлиниду» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«йеңи шәпәқ» гезити, «украиналиқ парламент әзаси марченко: түркийәгә қарши оттуриға қойулған бир мәсилә бизниң дөлитимиздә қобул қилинмайду (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, украинада 1915 – йил вәқәлири тоғрисида тәййарланған қанун лайиһәсиниң қайтурувелинғанлиқини, украиналиқ парламент әзаси лудмила марченкониң «дөлитимиздә күнтәртипкә киргүзүлгән әрмән дәвалири пүтүнләй сақсиз бир мәсилә болуп, бизниң дөлитимиздә бу мәсилини музакирә қилишқа болмайду. достимиз болған түркийәгә қарши күнтәртипкә киргүзүлгән бу мәсилә бизниң дөлитимиздә қобул қилинмайду» дегән сөзлирини абонтлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر