11.05.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1414929
11.05.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити, «әрдоған: түркийә сағламлиқ базиси болиду (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, истанбул санҗақтәпәдики йуқумлуқ кесәлликләр дохтурханилириниң һейтниң ахириғичә (26 – майғичә) хизмәткә кириштүрүлидиғанлиқини әскәрткәнликини йазди.

хәвәр көрситилишичә, йуқумлуқ кесәлликләр дохтурханилирини сағлам сайаһитини гүлләндүрүш үчүнму ишлитидиғанлиқлирини билдүргән әрдоған, «чәт әллик бимарлар америка қошма иштатлириниң клевланд шәһиригә баратти, буниңдин кейин истанбулға келиду» дегән вә сөзини давамлаштуруп, бу қәдәмләр сайисида түркийәниң сағлам базисиға айлинидиғанлиқини дегәнләрни қәйт қилған.

«йеңи шәпәқ» гезити, «әрдоған: ковид – 19 ни дунйа дөләтлиригә қариғанда тез йеңимиз (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң тәрәққий тапқан дөләтләрму амалсиз қалған вухән вируси (ковид – 19) йуқумлуқ кесәллики җәрйанида өз еһтийаҗини өзи қамдаш билән бирликтә, башқа дөләтләргиму йардәм қилғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

хәвәрдә, әрдоғанниң, хәлқ бирдәк тәдбирләргә бойсунған тәқдирдә, түркийәниң дунйа дөләтлиридин бурун ковид – 19 ни йеңидиғанлиқиға ишнидиғанлиқини ейтқанлиқиға даир учурларға орун берилди.

«стар» гезити, «йәрлик дора <TR-C 19> ни ишләпчиқириш башлиниду» сәрләвһилик хәвиридә, дунйада давалғуш пәйда қилған вухән вирусиға қарши үнүми болидиған <TR-C 19> намлиқ йәрлик дорини пидаий бимарларға ишлитип синақ қилишниң йеқинда башлинидиғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур дориниң тәҗрибахана муһитида вирусни йоқитидиғанлиқи испатланған болуп, уни йүрүшләштүрүп ишләпчиқириш хизмитини түркийә илмий вә технологийәлик тәтқиқатлар оргининиң истандики мәркәзлири үстигә алидикән.

«хабәртүрк» гезити, «түркийәдә май ейиниң ахирида сайаһәтчилик башлиниду» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсойниң, түркийәниң сайаһәтчилик йол хәритисини елан қилип, май ейиниң ахирида дөләт ичи, ийун ейиниң ахирида ташқи сайаһәтниң башлинидиғанлиқини уқтурғанлиқини йазди.

хәвәр көрситилишичә, айродурумлар вә чегра еғизлирида түркийәлик вә чәт әллик сайаһәтчиләр 2 – 3 минут ичидә тәкшүрүштин өткүзүлидикән, меһманханилар вә ресторанларда тамақ ширәлириниң арилиқи бир йерим метир, орундуқларниң арилиқи болса, 60 сантиметир болидикән. «һәммә нәрсини өз ичигә елиш» системиси вә таллап истемал қилиш түзүмлири давамлишидикән, пәқәт мулазимәт шәклила өзгиридикән.

«вәтән» гезити, «сабиһа гөкчән айродуруминиң йеңидин қатнаш башлаш вақти йеқинлашмақта» сәрләвһилик хәвиридә, истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродуруминиң вухән вирусиға тақабил туруш чарә – тәдбирлири даирисидә 28 – мартта вақитлиқ тохтитип қойған авийатсийә мулазимитини 28 – майда қайтидин ечишқа тәййарлиниватқанлиқини йазди.

хәвәрдә, орнитилған йеңи бәлгилимиләргә асасән, һечбир йолучиниң айродурумға маскисиз киришигә рухсәт қилинмайдикән, йолучиларниң йеқин – йоруқлири айродурумниң айрилиш йаки йетип келиш бөлүмлиригә киргүзүлмәйдикән, айропиланниң ичигә пәқәт бовақ лазимәтликлири, компийотер вә айалларниң қол сомкилиринила елип киришкә рухсәт қилинидикән, булардин башқа колонйа, дизинфексийә дегәндәк суйуқлуқларни айропиланға елип чиқишқа болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر