08.05.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1413355
08.05.2020

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ» гезити, «түркийәниң вухән вирусиға қарши күрәштики мувәппәқийити санлиқ мәлуматларда әкс әтти» сәрләвһилик хәвиридә, дунйа миқйасидики мәвҗут вухән вируси (ковид – 19) дин йуқумланғучилар билән саламәтлики әслигә кәлгәнләр нисбити селиштурулғанда, түркийәдә саламәтлики әслигә кәлгән бимарлар нисбитиниң дунйа оттуричә нисбитидин йуқири икәнликиниң намайан болғанлиқини йазди.

хәвәрдә, чаршәнбә күнигичә болған җәрйанда дунйа миқйасида кесәллик һалити давамлишиватқан йоқумланғучилар нисбити %58.03, саламәтлики әслигә кәлгәнләр нисбити %33.76 болған болса, түркийәдә кесәллик һалити давамлишиватқан йоқумланғучилар нисбитиниң %36.95,  саламәтлики әслигә кәлгән бимарлар нисбитиниң %59.36 болғанлиқи қәйт қилинди.

«һөррийәт» гезити, «түркийәдин дунйаға инсанпәрвәрлик савиқи» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң, аргентинада қапсилип қалғандин кейин 6 дөләт йөткәп беришни рәт қилған 9 нәпәр украина пуқрасини түркийә пуқралири билән бирликтә тарқақлаштурғанлиқини йазди.

хәвәрдә, украинаниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси андри сайбиһаниң, пуқралириға йардәм қолини сунған түркийә һөкүмитигә миннәтдарлиқ билдүргәнликигә ишарәт қилинди.

«стар» гезити, «ташқи ишлар министирлиқи исраилийәниң қанунсиз олтурақ районлирини кеңәйтиш қарари наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң, исраилийә мудапиә министири нафтали беннетниң қанунсиз олтурақ районлириға қошумчә туралғуларниң селинишини тәстиқлиши тоғрисида «исраилийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлири башта болуп, хәлқара қанунни нәзәрдин сақит қилған бу қилмишни йәнә бир қетим қаттиқ әйибләймиз, қериндаш пәләстин хәлқи вә пәләстинниң һәқлиқ дәвасиниң һәр даим йенида туридиғанлиқимизни тәкрарлаймиз» дегәнләрни қәйт қилғанлиқини йазди.

«сабаһ» гезити, «түркийәниң қәдәмлири мевә беришкә башлиди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң йеқинқи йиллардики йеза – игилик саһәсидә ташлиған қәдәмлириниң мевә беришни давамлаштуруватқанлиқини, бу йилниң дәсләпки 4 ейида йеза – игилик саһәси експортиниң 2019 – йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %2.9 ашқанлиқини йазди.

хәвәрдә, ковид – 19 йуқуминиң тәсиридә йанвар – апрел айлири мәзгилидә сетиш нисбити әң йуқири болған саһәниң финдиқ вә финдиқ мәһсулатлири болғанлиқи қәйт қилинди.

«һөррийәт» гезити, «патарадин тепилған <йазма йадикарлиқ> колиғучилар әтритини һайаҗанландурди» сәрләвһилик хәвиридә, анталйаниң қаш наһийәсигә җайлашқан патара қәдимий шәһиридики қедирип тәкшүрүш әтритиниң, қәдимий тийатирдики йадикарлиқларни рәтләш хизмәтлири әснасида бир тарихий йазма йадикарлиқни оттуриға чиқарғанлиқини йазди.

хәвәрдә, қәдимий шәһәрниң бурунқи дәврләрдә йашиған муһим кишиләрдин бирини тәриплигән парчә һаләттики чоң һәҗимлик йазма йадикарлиқниң тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر